Бөртала шәһәрлик сақчи идариси рабихан аниниң паспорт мәсилиси һәққидә мәлумат бериштин өзини қачурди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.09.12
2016.09.12

Мәлум болушичә, хитайниң бөртала сақчилири 82 яшлиқ рабихан аниниң паспортини зораванлиқ билән тартивалғандин кейин, алдиға паспортини қайтуривелиш үчүн кәлгән рабихан анини областлиқ вә шәһәрлик сақчи идариси қорусиниң ичигә киргүзмигән; бирқанчә айғичә паспортини қайтуривелиш илтимасини қобул қилиши үчүн сақчи дәрвазиси алдида һәр күни 5 - 6 саәт инсап күтүп олтурған рабихан ана, бир қетим һаҗити қистиғанда һаҗәтханиға киришигиму йол қоймиған.
Мухбиримиз бүгүн бу һәқтә бортала шәһәрлик сақчи идарисиға телефон қилди. Сақчи идарисиниң паспорт бөлүми хадими рабихан аниниң паспорт мәсилиси һәққидә мәлумат бериштин өзини қачурди. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.