Қариқашта өстәңгә чүшүп кетип қаза қилған балиниң ата-анисиниң лагерда икәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.12.28
qaraqashtiki-tonglap-olgen-bala-01.jpg Қариқашта өстәңгә чүшүп кетип қаза қилған бала.
Social Media

Бирқанчә күндин бери иҗтимаий таратқуларда тарқалған бир рәсимлик учурда, бир кичик балиниң өстәңгә чүшүп кетип музлап өлгәнлики баян қилинған иди. Мухбиримизниң алақидар орун вә шәхсләргә қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, мәзкур вәқәниң қарақаш наһийисиниң зава йеза чоканҗилға кәнтидә йүз бәргәнлики, өлгүчиниң ата-аниси йиғивелиш лагериға әкетилгән икки яшлиқ бир оғул икәнлики дәлилләнди. Мәлум болушичә, 78 яшлиқ бовиси тәрипидин қариливатқан бу бала ишик алдидики өстәңдә муз тейилип ойнаветип суға чүшүп кәткән вә музлап җан үзгән.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, таратқулардики бу һәқтики рәсимлик учурда, өстәңгә чүшүп кетип өлгән балиниң исминиң рәхмутулла ширбақи икәнлики вә зава йезисиниң чоканҗилға кәнтидин икәнлики баян қилинған. Материялларда көрситилишичә, зава йезиси қарақаш наһийисигә тәвә болуп, биз бу учурниң тоғра-хаталиқини айдиңлаштуруш үчүн, хотән вилайәтлик җ х қоманданлиқ мәркизигә телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған хадимлар, вәқәгә алақидар мәлумат бәрмигән болсиму, әмма вәқәниң йүз бәргәнликини инкар қилмиди. Улар очуқ һалда бу вәқә һәққидә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтти. Зава йеза вә униң әтрапидики бәзи идарә-җәмийәтләрдики хадимлар вәқә һәққидә бир қисим мәлуматларни ашкарилиди. Мәлум бир хадим вәқәниң зава йезисиниң чоканҗилға йезисида йүз бәргәнликини тилға алди. Қариқаштики аһалиләрдин бириниң баян қилишичә, у мәзкур вәқәни кәнттә ечилған йиғинда кәнт секретаридин аңлиған. Секретар кәнттики аһалиләрни балилириға яхши қараш һәққидә агаһландурған. Қариқаштики бир сақчихана хадиминиң баян қилишичә, өстәңгә чүшүп өлгән балиниң зава йеза 2 ‏-оттура мәктәпниң 7 ‏-йиллиқ 6 ‏-синипида оқуйдиған бир һәдиси бар болуп, һәдиси бирқанчә күнниң алдида синип тәрбийәчисигә инисиниң йоқап кәткәнликини ейтқан вә әтиси өстәңдин җәсити тепилғанлиқини мәлум қилған сақчи хадими бу әһвални мәктәптики әнә шу синип мәсулидин уққан. Мәлум болушичә, хотәндә йеқинқи 3 һәптидин бери қаттиқ соғуқ болған, өстәңләрдики сулар муз тутқан.

Исминиң рәхмутулла ширбақи икәнлики илгири сүрүлүватқан бу бала туруватқан һойлиниң алдида бир өстәң бар болуп, рәхмутулла өстәңдә муз тейилип ойнаветип суға чүшүп кәткән вә әтиси өстәңдин җәсити тепилған. Бу хадимниң йәнә рәхмутулла ширбақиниң һәдисиниң синип мудиридин уқушичә, рәхмутулланиң ата-аниси йенида йоқ болуп, у чоң өйдә йәни бовиси вә момиси тәрипидин қариливатқан икән. Аһалиләрниң йәнә өзлири қатнашқан кәнт йиғинлиридин уқушичә, рәхмутулла ширбақиниң ата-аниси йиғивелиш лагерида икән. Хадимлардин бири гәп арисида рәхмутулланиң ата-анисиниң қариқаштики бостанкөл йиғивелиш лагерида икәнликини ашкарилиди. 

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқирида, өткән һәптә ахири қариқашта ата-аниси лагерға әкетилгән икки яшлиқ бир балиниң өстәңгә чүшүп кетип музлап җан үзгәнлики һәққидә аңлитиш бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.