Қариқаш партком бинаси һуҗумчилиридин 3 нәпириниң кимликлири ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.12.30
xitay-saqchi-herbiy-maniwer-xoten.jpg Хитай қораллиқ күчлириниң “террорлуққа зәрбә бериш” маневиридин көрүнүш. 2014-Йили 6-июн, хотән.
AFP

Мухбиримизниң қариқаш наһийисидики сақчи вә аманлиқ мудирлиридин әһвал ениқлиши давамида, алдинқи күни йүз бәргән қариқаш партком бинасиға һуҗум қилиш вәқәсиниң гумандарлиридин 3 нәпириниң кимликлири ашкариланди. Мәлум болушичә, 4 нәпәр һуҗумчиниң һәммисила қариқашниң ява йезисидин болуп, булардин 34 яшлиқ тохтимәмәт турсуннияз билән нурмәмәт турсуннияз җүмә базар кәнтидә олтурушлуқ ака-укалардур; йәнә бир нәпири җаһанбағ кәнтидә олтурушлуқ 23 яшлиқ абдулетип мәтқурбандур.

Юқиридики улиништин, қариқаш партком бинаси һуҗумчилириниң һуҗуми вә униң алдидики бир қисим иш-һәрикәтлири һәққидә мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиған мәлуматларни аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.