15 Нәпәр әр - аял пидаий қәшқәр тахтакөврүктики қаравулханиға һуҗум қилип һаятидин айрилған
2015.06.24
Қәшқәрдики сақчи даирилири тәрипидин сақчи хадимлириға тарқитилған бир җиддий уқтуруш түнүгүн иҗтимаий таратқуларда ашкариланди. Уқтурушта қәшқәр шәһиридә бирқанчә мәйдан партилитиш вә һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнлики, һуҗумчилардин 15 нәпириниң етип өлтүрүлгәнлики вә бир рәсмий, бир ярдәмчи сақчиниң өлгәнлики баян қилинип сақчилар җиддий һаләткә чақирилған.
Мухбиримиз бу йип учиға асасән түнүгүн қәшқәрдики сақчиханилардин әһвал игилиди. Ашкарилинишичә ичидә аялларму болған 15 нәпәр пидаий бир аптомобил вә бир үч чақлиқ мотсиклит билән қәшқәр шәһиригә кирип келиватқанда тахта көврүктики қаравуллханиниң тосқунлуқиға учриған, улар аптомобил вә мотсиклитни билән сақчиларни соқуш, йенидики пичақ билән һуҗум қилиш вә бензин ботулкисини партилитиш арқилиқ аз дегәндә 3 нәпәр сақчини өлтүргән, 7 нәпирини яриландурған. Нәқ мәйданға йетип кәлгән хитай сақчилири пидаийларни оққа тутқан, хитай сақчилириниң оқида 15 нәпәр пидаий вә йолдин өткәнләр болуп 20 нәччә киши һаятидин айрилған.
Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, йәнә исмини ашкарилашни халимиған бир сақчи хадиминиң баян қилишичә пидаийлар әслидә қәшқәр шәһәр ичидики хитай көчмәнлири мәркәзләшкән бир қанчә орунни һуҗум нишани қилип бәлгилигән, әмма шәһәргә киридиған йолдики тосақлар қатму - қат болғачқа шәһәр ичигә киришкә мувәппәқ болалмиған, нәтиҗидә өзлирини тосқан тахта көврүктики қаравулханиға һуҗум қилған. Йәнә шаһидлардин бириниң баян қилишичә вәқәни бир тәрәп қилишқа кәлгән хитай сақчилар машинида соқуп вә боғузлап өлтүрүлгән 3 сақчини көргәндин кейин қаттиқ җиддийләшкән, вә җиддийчиликтә қара - қоюқ оқ чиқирип вәқәгә четишлиқи болмиған онларчә кишиниң өлүмигә сәвәб болған. Йәнә әһвалдин хәвәрдар кишиләрдин бириниң баян қилишичә вәқәдә пидаийлар, сақчилар вә вәқәгә мунасивәтсиз аммидин болуп җәмий 28 киши һаятидин айрилған.