Рабийә қадир ханим: “уйғурлар хитайниң ялған аптономийисини қобул қилған әмәс вә қобул қилмайду”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.09.29
rabiye-xanim-namayish-aliy-kengesh.jpg Рабийә қадир ханим хитай әлчиханиси алдида намайишқа йетәкчилик қилди. 2011-Йили 3-май, вашингтон.
Photo: RFA

Дәл мушу күнләрдә, хитай даирилири уйғур елида шинҗаң уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбрикләш үчүн, аталмиш “шинҗаң уйғур аптоном райониниң 60 йиллиқ шанлиқ мусаписи” тоғрисида тәшвиқат саһәлирини ишқа селип, бу 60 йилдин буян, аптоном райондики һәр саһәгә мислисиз өзгиришләр, зор тәрәққиятлар елип келип, һәр милләт хәлқини бәхтияр турмушқа ериштүргәнликини тәшвиқ қилмақта. Йәнә бир тәрәптин болса “һазир, шинҗаңда идеологийә саһәсидики күрәш алаһидә кәскин, ‛үч хил күч‚ билән болған күрәш бир минутму тохтап қалғини йоқ, иҗтимаий муқимлиқ вә әбәдий әминликни ишқа ашуруш вәзиписи интайин мүшкүл, дин әсәбийлики идийисиниң мәвҗут болуп турушиға қилчиму имканийәт қалдурмаслиқ керәк” дегән шоарни көтүрүп чиқип, уйғурларға қарита диний бастурушни йәниму күчәйтидиғанлиқидин бешарәт бәрмәктә. Бу мунасивәт билән, мәхсус зияритимизни қобул қилған уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим “хитай вәтинимиз шәрқий түркистанни бесивалған 60 нәччә йилдин буян уйғурлар бу ялған аптономийини һечқачан қобул қилмиди вә миллий күришини 60 йилдин буян тохтитип қоймиди. Хитай һөкүмити мәйли қайси усулда бастурсун, уйғурлар әркинлик йолидики бу күрәшни давам қилиду” дәп билдүрди.

Юқиридики улиништин мухбиримизниң рабийә қадир ханим билән елип барған сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.