Тйәнәнмен һуҗуми йүз бәргән күни уйғур ғайиблар аилә-тавабиатлири омумйүзлүк “йоқлима” қилинған
2013.11.12

Тйәнәнмен һуҗуми йүз бәргинигә 15 күн болди. Гәрчә вәқәниң йүз беришигә хитай һакимийитигә болған қаршилиқни ипадиләшниң асаслиқ сәвәб икәнлики апайдиң болсиму, әмма вәқәгә һуҗумчиларниң шәхсий вә аилә һаятидин немиләрниң түрткә болғанлиқи яки қошумчә рол ойниғанлиқи техичә мәлум әмәс. Вәқә йүз бәргәндин кейинки тәхмин қилинған сәвәбләр қатарида, һуҗумчи осман һәсәнниң мәһәллисидә йүз бәргән пилал мәсчит вәқәси, осман һәсәнниң иниси абликим һәсәнниң суйиқәсткә учрап қаза тапқанлиқи, шундақла йәнә осман һәсәнниң уруқ-туғқанлиридин бириниң 5-июл вәқәсидин кейин ғайиб болуп кәткәнлики тилға елинған иди.
Мухбиримизниң бүгүнки игиләшлири давамида ахирқи тәхминниңму орунсиз әмәслики испатланди. Мәлум болушичә, хитай сақчилири нәқ вәқә йүз бәргән күни чүштин кейин уйғур районидики ғайиблар аилә-тавабиатлирини омумйүзлүк һалда тәкшүрүп чиққан.
Юқиридики аваз улинишидин бу һәқтә игиләнгән мәлуматларни аңлиғайсиләр.