Д у қ һәйити б д т мусапирлар алий комитети рәһбәрлири билән уйғур мусапирлар һәққидә музакирә елип барди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.11.26
Rita-xanim-dolqun-eysa-305.jpg Долқун әйса әпәнди бирләшкән дөләтләр тәшкилати алаһидә баянатчиси рита иссак ханим билән. 2015-Йили 25-ноябир, җәнвә.
RFA/Erkin Tarim

Д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса башчилиқидики һәйәт 11-айниң 25-күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар ишханиси мәсуллири вә бәзи алаһидә вәкилләр билән учришип тайландтики мусапирлар башлиқ, дуняниң һәрқайси җайлирида туруватқан мусапирлар мәсилиси тоғрисида сөһбәт елип барди.

24-25-Ноябир күнлири җәнвәдә ечилған б д т ниң азсанлиқлар мунбириниң 8-нөвәтлик йиғиниға қатнишиш үчүн җәнвәгә йетип барған һәйәт, бу пурсәттин пайдилинип, б д т ниң мусапирлар алий комитети мәсуллири, бәзи комитетларниң б д т дики вәкиллири вә инсан һәқлири тәшкилатиниң мәсуллири билән учришип, һазирғичә тайландта йетиватқан 60 әтрапидики уйғур мусапирлар, қазақистан, қирғизистан түркийә қатарлиқ дөләтләрдики бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар ишханисиға илтимас қилип җаваб күтүватқан уйғур мусапирлар мәсилиси һәққидә музакирә елип барған.

Долқун әйса әпәнди башчилиқидики һәйәт бирләшкән дөләтләр тәшкилати алаһидә баянатчиси рита иссак ханим, бирләшкән дөләтләр тәшкилати азсанлиқ милләтләр мунбири алаһидә баянатчиси Gay McDougall ханимлар билән учришип, уларни уйғур дияриға берип уйғурларни көзитип келишини тәләп қилған.

Долқун әйсаниң ейтишичә, бу кишиләр уйғур мәсилисини йеқиндин көзитип келиватқанлиқини, йеқинда хитай һөкүмитиниң тәклипи бойичә хитайға йиғинға баридиғанлиқини, бу җәрянда уйғур дияриға беришни хитай һөкүмитидин тәләп қилидиғанлиқини ейтқан.

Долқун әйса әпәндиниң ейтишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комитети уйғур мусапирлар мәсилисигә бурундин тартип алаһидә көңүл бөлүп келиватқан болсиму, сүрийәдики мусапирлар мәсилиси оттуриға чиққандин кейин бу мәсилә кейинки пиланға чүшүп қалған.    

Юқиридики аваз улинишидин долқун әйса әпәнди билән өткүзүлгән сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.