Пакистандин қайтип кәлгән 3 ака-укиниң хитай түрмисидики ечинишлиқ риязәтлири
2015.06.30
Йеқинда интайин мүшкүлатлар билән түркийәгә келип йәрләшкән бир уйғур яш өзиниң вә аилисидики 2 қериндишиниң хитай түрмисидә бешидин кәчүргән риязәтлири һәққидә мәлумат бәрди.
Нам-шәрипини вақтинчә ашкарилашни халимайдиған бу яшниң радиомизға билдүрүшичә, уларниң аилисидики 3 ака-ука қериндашниң түрмигә қамилиши пәқәтла уларниң пакистанға берип оқуғанлиқи сәвәбидин икән.
Үрүмчидә сода-тиҗарәт билән шуғуллинидиған, қол-илкидә бар бир аилидә өсүп-йетилгән 3 ака-ука қериндаш дадисиниң арзуси вә қоллиши билән 1990-йилларниң ахирлири пакистанға берип оқуған. 2001-Йилидики “11-сентәбир вәқәси” дин кейин, хитай һөкүмитиниң мудахилиси билән пакистанда оқуватқан уйғур оқуғучилар интайин қийин әһвалда қалған. Йол тапалиған бир қисим уйғур оқуғучилар түркийәгә яки әрәб әллиригә берип оқушини давамлаштурған. Йәнә бир қисим уйғур яшлар қошна әлләр арқилиқ явропа вә шималий америка қитәсигә кетип панаһлиққа еришкән.
Мәзкур 3 ака-ука қериндашлар пакистанда 2002-йилиниң ахириғичә миң тәстә күн өткүзүп ахири вәтәнгә қайтип келишкә мәҗбур болған. Һалбуки, улар қайтип келип узақ өтмәйла үрүмчидики хитай дөләт хәвпсизлик сақчилири тәрипидин тутқун қилинған.
Радиомиз зияритини қобул қилған мәзкур яшниң билдүрүшичә, у 2003-йили үрүмчидә биринчи қетим тутқун қилинип түрмигә қамалған. Узун өтмәй униң икки акисиму тутқун қилинип бирқанчә йил түрмә азабини тартқан.
Әйни чағда, униң йеши кичик болғанлиқи, униң үстигә өпкә кесилигә гириптар болғанлиқи қатарлиқ сәвәбләр билән түрмидә 2 ай ятқандин кейин қоюп берилгән. Униң 2 акисидин биригә 2 йиллиқ, йәнә биригә бир йерим йиллиқ қамақ җазаси берилгән.
Ечинишлиқ йери шуки, униң иккинчи акиси түрмидики азаб вә қийин-қистақ нәтиҗисидә роһий җәһәттин гумран болуп, психик нормалсизлиқ кесилигә гириптар болиду. У түрмидин қоюп берилгәндин кейинму әслигә келәлмәйду.
Һазир түркийәдә яшаватқан бу яшниң билдүрүшичә, у 2010-йилиниң күз мәзгилидә иккинчи қетим қолға елиниду. Бу қетим у үрүмчидә уйғурларни һақарәт қилған бир хитайға мушт атқанлиқи сәвәбидин сақчилар тәрипидин тутқун қилиниду һәмдә 4 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниду. Кейинчә аилисидикиләрниң узун мәзгил дәва қилиши билән 8 айлиқ қамақ җазаси кәчүрүм қилинип, 2014-йили 1-айда түрмидин қоюп берилиду.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.