Америка пайтәхтидә уйғур нидасиға тоюнған бир күн

Мухбиримиз әзиз
2018.07.24
Xelqara-Diniy-Erkinlik-Kometiti-Amerika-Kingesh-Palatasi-Yighin-2018-01.jpg Уйғур паалийәтчи, адвокат нури түркәл “хәлқара диний әркинлик комитети” америка кеңәш палатасида чақирған йиғинда доклат бәрмәктә. 2018-Йили 23-июл. Вашингтон д.С., америка.
RFA/Eziz

Уйғурлар дияридики сиясий бастуруш вә контроллуқниң һәрқайси ахбарат васитилиридә көпләп хәвәр қилинишиға әгишип, бу һалниң америка һөкүмитигә қарашлиқ һәрқайси органларниңму тегишлик диққитини қозғап келиватқанлиқи мәлум. Бу һәптә америка дөләт ишлири министири майк помпийониң биваситә саһибханилиқида өткүзүлүватқан диний әркинлик темисидики хәлқаралиқ йиғинда уйғурлар мәсилисиниңму алаһидә тема қилип бекитилиши бу нуқтини йәнә бир яқтин тәстиқлайду. Мәзкур йиғин ечилишниң һарписида, йәни 23-июл күни америка дөләт ишлири министирликигә қарашлиқ “хәлқара диний әркинлик комитети” америка кеңәш палатасида мәхсус бу һәқтә йиғин чақирди.

Рәсмий йиғин башланғанда бу қетимқи муһакимә йиғининиң америка дөләт ишлири министирлиқиниң биваситә саһибханилиқида 24-июлдин башлап өткүзүлидиған хәлқаралиқ министирлар дәриҗилик диний әркинлик йиғининиң қошумчә мәзмунидин бири икәнлики тәкитлинип, вашингтон шәһиридики уйғур инсан һәқлири қурулуши тәшкилатиниң бу қетимқи йиғинниң ечилишиға зор күч чиқарғанлиқи алаһидә тәкитләнди. 

Муһакимә йиғинида сөз қилғучиларниң тунҗиси италийәлик җәмийәтшунас массимо нтровигни болди. Хитайда узун мәзгил яшиған алим болуш сүпити билән массимо диний әркинликниң хитайда қандақ дәпсәндә болуватқанлиқи һәққидә биваситә тәҗрибигә игә икән.

У өзлириниң йеқинда мушу һәқтики әһвалларни омумлаштуруп “аччиқ зимистан” намлиқ бир мәҗмуә тәйярлап чиққанлиқини, буниңда хитай компартийисиниң өзлирини бирдин-бир “чоқунуш обйекти” қилип чиққанлиқи, буниңдин башқа һәрқандақ илаһий қудрәтниң “бидәтлик” билән әйиблинип, бастуруш обйекти болуватқанлиқи, дәл мушу сәвәбтин нөвәттә бир милйондин артуқ уйғурниң “тәрбийиләш мәркизи” дә өзгәртиливатқанлиқини, әмма ташқи дуняға бу әһвалларни изчил һалда өзлириниң “диний әсәбийликкә қарши күрәш қиливатқанлиқи” арқилиқ чүшәндүрүватқанлиқини баян қилди. 

Профессор массимо сөзиниң давамида нөвәттә хитай һәққидә сөз болғанда “тәрбийиләш мәркизи” аталғусиниң җәзмән оттуриға чиқиватқанлиқини, әмма хитай һөкүмитиниң “биздә бу хилдики мәркәзләр аллиқачан әмәлдин қалдурулған” дәп буни инкар қиливатқанлиқини баян қилип, хитай һөкүмитиниң һәқиқәтәнму 2013-йили “әмгәк билән өзгәртиш” системисини бикар қилғанлиқини, әмма нөвәттә буниң орнини еливатқан “қайта тәрбийиләш мәркизи” намида лагерларниң техиму қабаһәтлик орунға айлиниватқанлиқини, бу хилдики лагерларда әйни вақиттики “әмгәк билән өзгәртиш” системисида қолға елинған кишиләрниң он һәссисидин артуқ кишиләрниң қамақлиқ икәнликини, бу җайларниң иҗабий мәниләрдики намларда, һәтта “мәктәп” намида атилишиға қаримай бу җайларға қамалған кишиләргә аллиқачан еғир психик бесим һасил қилип болған сиясий тәрбийәниң көплигән паҗиәләргә, җүмлидин бу җайдики кишиләрниң өлүп кетишигә сәвәб болуватқанлиқини тилға алди. 

У нөвәттә мәлум болуватқан әһвалларға һәмдә у җайлардики башқуруш системисиниң характеригә қарап бу хилдики мәркәзләрни һечқачан “мәктәп” дәп аташқа болмайдиғанлиқини, әксичә буниң сабиқ совет иттипақи дәвридики “гулаг” лагерлириға охшайдиғанлиқини, кишиләрниң бу җайларда өлүп кетиши даимлиқ һадисә болуватқанлиқини, әмма хитай компартийисиниң бу һәқтә җамаәт пикрини чалғитип, уйғурларни ташқи дуняға террорчи қилип көрситиш арқилиқ, өзлириниң қилмишлирини йошуруватқанлиқини, шуңа хитай һөкүмитиниң бу һәқтики сахта хәвәрлиригә алдинип қалмаслиқ лазимлиқини тәкитлиди. 

Шуниңдин кейин америкидики уйғур паалийәтчи, адвокат нури түркәл сөзгә тәклип қилинди. У алди билән “худди силәргә мәлум болғинидәк 2017-йилидин буян шәрқий түркистанниң әһвали бәкла яманлишип кетиватиду” дәп сөз башлап, уйғурлар дияриниң нөвәттики әһвали һәққидә қисқичә қилип омуми мәлумат бәрди. У һазир советчә шәкилдики “гулаг” ниң қайта оттуриға чиқип, бир милйондин ошуқ уйғурни қамивалғанлиқини, хитай һөкүмитиниң динни баһанә қилип уйғурларни мушундақ зор санда қамаққа елишида улардики қорқунч туйғусиниң муһим рол ойнаватқанлиқини баян қилди. Нури түркәлниң пикричә, хитай һөкүмити 1990-йиллардин башлап өзлириниң мәҗбурий иҗра қиливатқан миллий ассимилятсийә сиясәтлиригә әң чоң тосқун болуватқан амилниң диний етиқад икәнликини тонуп йәткән. Бу амил өз нөвитидә йәнә йошурун сиясий тәһдит, дәп қаралған. Шуңа “11-сентәбир вәқәси” дин кейин хитай һөкүмити дуня миқясидики “террорлуққа қарши туруш” һәрикитини дәстәк қилип, уйғурларниң диний етиқадини системилиқ һалда йоқитишқа атланған. Буниң билән 2017-йили иҗра қилинишқа башлиған әсәбийликкә қарши туруш һәққидики низамлар вә бәлгилимиләр арқилиқ уйғурларниң әсирләр бойи давам қилип кәлгән әнәниви һаяти пүтүнләй “әсәбийлик” кә ятқузулған. Худди йәһудийларниң йәһудичә йемәклик йигинидәк әзәлдин һалал йемәклик йәватқан уйғурларниң бу адитиму чәкләнгән, мусулманчә турмуш адәтлири, җүмлидин мусулманчә исим қоюшлар мәни қилинған. Буниң билән уйғурлар “өз вәтини болған шәрқий түркистанда сақалму қоялмайдиған” вәзийәт һасил болған. 

Нури түркәл сөзиниң ахирида нөвәттә хитай һөкүмитиниң нуқтилиқ қилип уйғур сәрхиллирини йоқитиш нишани қиливатқанлиқини, буниңда компартийигә садиқ болған яки болмиған һәрқандақ уйғурниң охшаш муамилигә дуч келиватқанлиқини, бу һалниң мав зедоң дәвридики йоқитиш һәрикәтлири билән бәкму зор охшашлиққа игә икәнликини тәкитлиди. У мушу хил әһвалда ташқи дуняниң аддийғинә вә анчә-мунчә йосунда бу һәқтә сөзләп қоюшиниң задила купайә қилмайдиғанлиқини, бу тоғрисида һазир әмили йосунда қол селип, аздур-көптур әмили иш қилиш лазимлиқини ейтип өз сөзини хуласилиди. 

Ахирида фалунгоңчилар, христиан муритлири қатарлиқ тәшкилатларниң вәкиллириму сөзгә чиқип, өзлири вәкиллик қиливатқан диний етиқадларниң хитайда қандақ зиянкәшликкә учраватқанлиқини җанлиқ мисаллар арқилиқ баян қилди. Шуниңдин кейин йиғин қатнашқучилири соалларға җаваб бәрди һәмдә алақидар һөкүмәт тәшкилатлириға тәклип сунуш һәққидә музакириләшти.

Йиғинға аңлиғучи сүпитидә қатнашқан хитай демократлиридин шең шө ханим арилиқта айрим зияритимизни қобул қилди. Биз бу йиғиндики муһакимиләрдин уйғур җәмийити немиләрни һес қилиши мүмкинликини сориғинимизда у нөвәттә хитай һөкүмитиниң төмүр мушти астида яшаватқан уйғурларниң хитай һөкүмитидин һечқандақ яхшилиқ күтүшигә болмайдиғанлиқини, чүнки бу һакимийәтниң нормал бир һакимийәт әмәсликини алаһидә тәкитлиди. Шуниңдәк уйғурлар диярида ирқий қирғинчилиқ билән шуғуллиниватқан хитай һөкүмитиниң йәнә бир яқтин кишиләрниң идеологийәсини өзгәртип, уларниң еңида һечқандақ муһәббәт вә нәпрәт чүшәнчиси қалдурмаслиқ, ахирида өзлири еһтияҗлиқ болған мәхлуқатларға айландурушқа урунуватқанлиқини билдүрди.

Йиғин қатнашқучилиридин бири болған америкидики актип уйғур паалийәтчи рошән аббасму зияритимизни қобул қилғанда бу хилдики паалийәтләр қанчә көп тәшкилләнсә уйғур давасиниң америка һөкүмитигә вә униң қармиқидики бөлүмләргә шунчә яхши аңлитилидиғанлиқини тәкитлиди.

Биз йиғин мәйданидин чиққанда америка дөләт мәҗлиси бинасиниң алдида өткүзүлмәкчи болған “асиядики диний әркинлик долқуни” темисидики йиғилиш паалийити башлинишқа аз қалған иди. Мәзкур паалийәтни вашингтон шәһиридики “коммунизм қурбанлири хатирә вәхпи” тәшкиллигән болуп, ечилиш нутқини сөзләшкә д у қ ниң рәиси долқун әйса тәклип қилинған иди. Йиғилиш башланғанда нутуқ тибәт, вийетнам қатарлиқ җайлардин кәлгән вәкилләр өзлири дуч кәлгән диний зулумлар һәққидә мәлуматлар бәрди. 

Бу қетимқи йиғилишқа тәклип қилинған америка кеңәш палата әзалиридин алан ловенсал сөзгә чиқип өзиниң бүгүнки паалийәтни алаһидә қоллайдиғанлиқини билдүрди. Шуниңдәк демократийә принсиплири билән зит болған коммунизмни қәтий чәкләш, буниң үчүн һәммила кишиниң бир кишилик күч чиқириши лазимлиқини алаһидә тәкитлиди. 

Шуниңдин кейин долқун әйса сөзгә чиқип өзиниң шәхсий кәчүрмишлиригә бирләштүргән һалда уйғурларниң нөвәттики кимлик һоқуқи вә инсаний һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә болуватқанлиқини баян қилди. Шуниң билән биргә йиғилиш қатнашқучилирини уйғур җәмийитидики барлиқ һоқуқлиридин, әң аддийси өз тилида сөзләш һоқуқидинму мәһрум қалған уйғур хәлқиниң бир әзаси орниға қоюп беқишқа чақирди. Шундақла уйғурларниң әһвалини “шәрқий түркистандики уйғурлар нөвәттә һаят-мамат босуғисида туруватиду” дәп хуласиләшкә болидиғанлиқини ейтти.

Шуниңдин кейин бүгүнки йиғилишқа тәклип қилинған америка кеңәш палатасиниң әзаси, 2016-йилидики америка президентлиқ сайлимиға қатнашқан кандидатлардин тед круз сөзгә чиқип, коммунизмниң нәччә он йиллап кишиләрниң иззәт-һөрмитини вә һаятини дәпсәндә қилип келиватқанлиқини, хитайниң бу җәһәттә әң юғури пәллигә чиққан зулмәткә вәкиллик қиливатқанлиқини, өзиниң болса бүгүн һәқиқәтни сөзләйдиған бу мунбәргә шәрәп туйғуси ичидә чиққанлиқини алаһидә тәкитлиди. Шуниңдәк коммунизм муһитидики диктаторларниң һәрқачан һәқиқәттин қорқидиғанлиқини қорқушидики сәвәбни шәрһләп “һәқиқәт гоя бир нурға охшайду. Барчә залимлар болса һәрқачан зулмәттә яшайду. Шуңа биз бирликтә қәһриманлиқ вә җасарәтниң нурлири ичидә ашу зулмәткә қарши сөз қилишимиз лазим” деди. 

Нутуқтин кейин тед круз йиғилишқа кәлгән уйғур вәкиллири билән қизғин қол елишип көрүшти. Шу қатарда бүгүнки йиғилиш үчүн алайитән пенсилванийә штатидин кәлгән доктор ришат аббас билән көрүшкәндә у тед крузға: “сизниң бүгүнки паалийәткә қәдәм тәшрип қилғанлиқиңиз һәмдә уйғур давасини қоллиғанлиқиңиз үчүн сизгә көп рәһмәт ейтимиз. Шуниңдәк бүгүн бу мәйданға келип коммунизмниң ишғалийитидики хәлқләр үчүн сөз қилғанлиқиңизға өз тәшәккүримизни билдүримиз. Һазир бир милйондин артуқ уйғурлар хитай һөкүмитиниң йиғивелиш лагерлирида қамақлиқ һалда турмақта. Америка һөкүмитидики сиз вә башқа алақидар затларниң мушу лагерларниң йепилиши үчүн ярдәмдә болушуңларни сораймиз” деди. Тед круз болса өзиниң бу җәһәттә тегишлик хизмәттә болидиғанлиқини билдүрди. 

Паалийәт ахирида биз долқун әйсадин бүгүнки бу йиғилиш арқилиқ америка һөкүмитигә қандақ бир мәлуматни йәткүзүшкә болидиғанлиқини соридуқ. У бу һәқтә ойлиғанлирини биз билән ортақлишип, бүгүнки йиғилишниң америка һөкүмитигә коммунистик системида азаб чекиватқан уйғурларниң нидасини йәнә бир қетим әслитиш болидиғанлиқини билдүрди. 

Паалийәттин кейин бүгүнки йиғилишқа кәлгән уйғур паалийәтчиләр бирликтә ақ сарайниң алдиға берип, уйғурларниң нөвәттики әһвали тәсвирләнгән тахтиларни көтүрүп намайиш қилди. Шуниңдәк ақ сарай әтрапидики кишиләргә уйғурлар һәққидә җанлиқ бир мәйдан мәлумат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.