Хәлқара кәчүрүм тәшкилати түрмидики абликим абдурәһим үчүн паалийәт елип барди
2015.02.20

Мәлум болушичә, баш штаби лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң орунлаштуруши билән бу йиллиқ хитайниң баһар байримида хоңкоң, токйо қатарлиқ шәһәрләрдики мәзкур тәшкилатниң шөбилири хитай түрмисидә йетиватқан абликим абдурәһим қатарлиқларға беғишлап “қайта җәм болуш” тимисида паалийәт елип барған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң орунлаштуруши билән елип берилған “қайта җәм болуш” паалийити хитай түрмисидә йетиватқан сиясий мәһбуслардин нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шавбониң аяли лю шя, кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдурәһимдин ибарәт бу икки кишигә беғишланған.
“қайта җәм болуш” паалийитидә дуняниң һәр қайси җайлиридики кәчүрүм тәшкилатиниң орунлаштуруши билән көплигән тинчлиқпәрвәр инсанлар хитай һөкүмитигә хитай әнәнисигә асасән баһар байримилиқ қизил бағақча тәбрикнамиси йоллап, абликим абдурәһим қатарлиқ сиясий мәһбусларниң түрмидин балдурақ қоюп берилип аилисидикиләр билән биргә җәм болушидин ибарәт өзлириниң инсаний арзу - тиләклирини ипадилигән.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бу паалийәт һәққидики доклатида, үрүмчидики төтинчи түрмидә йетиватқан тоққуз йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған абликим абдурәһимниң һазир саламәтлик әһвалиниң начарлиқи, униң аилисидикиләр билән өткән йили 4 - айда 20 минут көрүшкәндин буян та һазирға қәдәр қайта көрүшүш пурсити бәрмигәнлики көрситилгән шундақла абликим абдурәһим “уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң оғли” дәп алаһидә әскәртилгән.
Доклатта хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси лю шяниң аилисигә нәзәрбәнд қилинип, барлиқ әркинликидин мәһрум қилинғанлиқиниму оттуриға қоюлған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бу қетимқи паалийитидә лю шя,абликим абдурәһим қатарлиқларниң балдурақ әркинликә чиқиши үчүн, инсанпәрвәр кишиләрниң хитайниң җамаәт хәвпсизлик министири го шеңкүнгә, уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң назири җу чаңҗегә бивастә хәт йоллиши тәвсийә қилинған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бу һәқтики паалийти һәққидә тохталған токйо шөбисиниң мәсули кобаяши зияритимизни қобул қилип бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хоңкоң шөбисиниң бивастә йетәкчиликидә баһар байрими мунасивити билән рабийә қадир ханимниң оғлиниң балдурақ түрмидин қоюп берилиши үчүн бу паалийәтни елип бардуқ. Баһар байрими хитай хәлқи үчүн толиму муһим болған әнәнивий байрамлардин бири, шуңа биз пурсәтни чиң тутуп бу паалийәтни орунлаштурдуқ. Әлвәттә, арзуйимиз абликим абдурәһимни бир күн болсиму түрмидин балдурақ азад қилип аилисидикиләр билән биргә җәм қилиштин ибарәт.
Биз хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бу паалийити мунасивити билән хитай түрмисидә йетиватқан абликим абдурәһимниң аниси, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим билән бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.