Йепиқ тәрбийиләш мәркизидики бир “курсант”: гунаһимиз - алтә йил бурун тойда тәблиғ аңлап қалғанлиқимиз

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.08.18
ghulja-bronewik-herbiy.jpg Хитай әскәрлири броневиклири билән ғулҗа шәһәр ичигә кириватқан көрүнүш. 2017-Йили 26-январ.
Social Media

Мухбиримиз ғулҗа наһийилик йепиқ тәрбийиләш мәркизигә қарита елип барған зиярити давамида, мәзкур мәркәздики ярдәмчи кадирларниң телефонлирини сунуп бериши нәтиҗисидә, тәрбийилиниватқан аталмиш курсантлар биләнму сөһбәтлишиш пурситигә еришти. Курсантлардин бири, худиярйүзи базар қотантам кәнтидин өзи билән бирликтә 11 кишиниң 6 йил аввал мәһәллидики бир тойда тәблиғ аңлап қалғанлиқи үчүн тутулғанлиқини вә тәрбийилиниватқанлиқини ейтти.

Бүгүн радийомизниң зияритини қобул қилған адвокат нурий түркәл әпәнди, мәзкур йепиқ мәркәздә болуватқан ишларни қануний нуқтидин изаһлашниң мумкинсизликини баян қилди.

Биз ғулҗа наһийилик йепиқ тәрбийиләш мәркизидики ярдәмчи кадирларни зиярәт қилиш давамида, бу мәркәздә тутуп турулуватқан аталмиш курсантлардин бирқанчисиниң конкрет қандақ делолар билән тутулғанлиқи һәққидиму мәлумат елишқа тириштуқ.

Биз бу йепиқ тәрбийиләш мәркизидә болуватқан ишлар һәққидә, америкида яшаватқан адвокат нурий түркәл әпәндини зиярәт қилдуқ. У ялғуз юқириқи бир делонила әмәс, бу мәркәздә болуватқан барлиқ ишларни, һәтта пүтүн уйғур районида муқимлиқни қоғдаш нами астида иҗра қилиниватқан ишларни қануний нуқтидин изаһлашниң мумкинсизликини ейтти. Хитайни дунядики һәрқандақ бир қанун дөлитигә селиштурғили болмайдиғанлиқини әскәрткән нурий түркәл әпәнди, мәсилиниң йәни қанунсиз иҗраатларниң йилтизи хитайниң уйғурларниң миллий мәвҗутлуқини өз дөләт бихәтәрликигә тәһдит дәп қариши икәнликини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.