Шиветсийәдики ана тил мәктипи оқуғучилири почта музейини екскурсийә қилди‏

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2016.02.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
shiwetsiye-ana-til-maktep.jpg Шиветсийәдики ана тил мәктипи оқуғучилири дәрсханида. 2016-Йили 27-феврал.
RFA/Éhsan

Шиветсийәдә қурулған мәһмут қәшқири ана-тил мәктипи 2009-йилдин буян шиветсийә маарип идарисиниң тәлим-тәрбийә җәмийәтләр тизимлики қатаридин орун алған рәсмий қанунлуқ тәлим-тәрбийә оргини болуп, игилинишичә, һазир бу мәктәптә 20 нәпәр уйғур пәрзәнти оқуйдикән.

‏Мәһмут қәшқири ана тил мәктипидә, ана тил, дин, өрп-адәт қатарлиқлар дәрслик қилинғандин сирт, уйғур тарихида өткән мәшһур шәхсләрниң иш излирини өгитиш билән биргә, ислам тарихидинму дәрс өтилидикән.

Мәһмут қәшқири мәктипи мәсули аббасниң билдүрүшичә, мәзкур ана -тил мәктипи бу йиллиқ оқуш башлиниш мәвсумида, мәктәптики оқуш, аңлаш, йезиш дәрсидин башқа йәнә һәр айниң ахирқи һәптилик дәрстә мәктәп оқуғучилирини мәсул оқутқучиларниң һәмраһлиқида шиветсийә җәмийити билән тонуштуруш һәмдә сиртта учрашқан шәйиләрниң уйғурчә аталғулирини билдүрүш мәқситидә, шиветсийәдики һәрхил музей, мәсчит, кутупхана қатарлиқ орунларға апирип екскурсийә қилдуридикән.

Мәһмут қәшқири ана тил мәктипи, оқуғучиларни 27-феврал күнидики һәптилик дәрсидә, шиветсийә почта музейини екскурсийә қилдурған.

Оқуғучиларға йетәкчилик қилған оқутқучиларниң, почта музейида ишләйдиған хадимларниң ярдимидә шиветсийә почта музейиниң қурулуш тарихи, илгири шиветсийәдә почтилар қандақ йәткүзүлидиғанлиқи, һазир тәрәққий қилип қандақ тарқитилидиғанлиқи вә шиветсийәдики почтиға алақидар бәзи мәлуматлар чүшәндүрүлгән.

Мәһмут қәшқири мәктипиниң мәсули аббас оқуғучиларниң мәктәп сиртидики паалийәтләр арқилиқ оқуғучиларниң йеңи шәйиләр билән учришип ана тилини мукәммәлләштүрүштики әһмийити һәққидә өз көз қаришини аңлатти.

Почта музейидики шиветсийәниң почта әһвалидин өз чүшәнчисини баян қилған, мәһмут қәшқири ана -тил мәктипи оқуғучилиридин йәһя абдулла өз тәсиратини баян қилди.

Биз бу қетимлиқ музей паалийитигә йетәкчилик қилған мәсуллардин абдулла әһәттин дәрстин сиртиқи паалийәтләрдин шиветсийә билән уйғур дияридики иҗтимаий мәсилиләрни селиштуруш арқилиқ оқуғучиларға әһмийәтлик дәрс болғанлиқини аңлатти.

Мәһмут қәшқири мәктипи оқуғучиларниң аилә мәсуллиридин дилмурат әпәнди бу хилдики паалийәтләрни орунлаштурушниң ата-аниларға зор ярдими болғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.