Хәрниса ханим: тәбиий муһитниң пәрзәнтләрниң өсүп йитилишигә болған тәсири вә ана тилимиз
2014.02.21
Уйғурлар 1984 - йилидин башлап японийәгә оқуш вә тәтқиқат ишлири билән келишкә башлиғандин тартип та һазирғичә көплигән уйғурлар японийәниң һәрқайси җайлиридики алий мәктәпләрдә охшимиған кәспләрдә зор утуқларни қазанмақта.
Мана шулардин бири хәрниса ясин 2001 - йилидин башлап өзиниң тиришчанлиқи вә меһнәткәшлики билән, кичикидин тартип өзиниң оқуш арзуси болған балилар маарип кәспидә японийәдики нопузлуқ пидагокика университетлардин бири болған фукуока пидагокика университети маарип факултетиниң йәсли маарипи кәспи бойичә аспирантлиқни пүттүрүп, балилар маарипи, йәсли тәрбийиси кәспидә йәниму илгирилигән һалда тәтқиқат елип бармақта.
Хәрниса ясин өзиниң японийәдики кишилик турмуш һаятида тиришип - тирмишип ишләш билән биргә, аилисигә вә пәрзәнтлиригә иллиқлиқ яритип бериватқан, өз кәспидә һармай алға илгирләватқан, миһнәткәш балилар тәрбийичилиридин бири. У, бүгүн дуня ана тил күни мунасивити билән телефон зияритимизни қобул қилип, өзиниң уйғур елиниң қәшқәр, ақсу, атуш вә үрүмчи қатарлиқ шәһәрлиридә елип барған тәтқиқатидики уйғур йәсли маарипида сақлиниватқан бәзи мәсилиләр вә шундақла муһаҗирәттики уйғурларниң пәрзәнтләргә ана тилни қандақ өгитиш, миллий өрп - адәт вә диний етиқад җәһәттә балиларға қандақ шәкилдә тәрбийә елип бериштәк бир қатар мәсилиләр үстидә сөһбәттә болди.
Нөвәттә диққитиңлар хәрниса ясин билән елип берилған сөһбәт программисида болғай.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.