Шиветсийәдики уйғур пәрзәнтләр ана тилини пухта игилимәктә

Ихтиярий мухбиримиз иһсан
2015.02.25
shiwetsiye-uyghur-mehmud-qeshqiri-ana-til-mektep.jpg Шиветсийәдики мәһмут қәшқири ана тил мәктипи
RFA/Ihsan


Ана тилини сақлап қелиш, өз кимликини сақлап қелиш икәнликини чүшәнгән муһаҗирәттики уйғур ата - анилар пәрзәнтлирини тәрбийиләшкә әһмийәт берип, аилидә уйғур тили ишлитиш, уйғурчә китаб оқуш, уйғурчә картонларни көрүшкә шараит һазирлап бериш билән биргә, өзлириниң тәвәликидики уйғурчә оқутуш мәркәзлиригә априп берип сестимилиқ һалда тәрбийилинишигә әһмийәт бәрмәктә.

Уйғурларниң шивитсийәгә йәрләшкәнликигә 15йилдин ашти. Шиветсийәдә яшаватқан уйғурларму пәрзәнтлирини ана тили билән тәрбийиләшкә алаһидә әһмийәт берип кәлмәктә. Уйғурларниң бу җәһәттики еһтияҗини толуқлаш мәқситидә шиветисйәдә паалийәт қиливатқан уйғур маарип уюшмисиниң йитәкчиликидә 2007 - йили шиветсийәдә ройхәткә елинип қурулған мәһмут қәшқири ана тил мәктипи, илғар медиа васитилириниң ярдими билән, оқуғучиларға дәрсини техиму образлиқ, җанлиқ оқутуш муһити яритип, балиларниң характериға мас васитиләр арқилиқ уларниң ана тилға болған қизиқишини ойғитиш һәмдә вәтән сиртидики муһитта болсиму уларни өз ана тилда мукәммәл сәвийигә йитип, өз тили вә кимликини қоғдаш роһиға игә қилип тәрбийиләшни нишан қилди.

Бу мәктәптә һазир 20 нәпәр уйғур пәрзәнт оқуйдиған болуп, 5 яштин 6 яшқичә балилар бир гуруппа, 7 яштин 8 яшқичә балилар биргуруппа болуп дәрс өтүлмәктә.

Балиларға асаслиқ қилип ана тил савади, ислам асаслири, әхлақ, җуғрапийә, тарих қатарлиқ пәнләрдин дәрсләр өтүлиду.

Дәрсләрни болса уйғур диярида алий мәктәпләрни путтургән, кәспигә пишшиқ, тәҗрибиси мол болған ханим қизлар өтидикән.

Шиветсийәдики ата - анилар пәрзәнтлири үчүн вақит вә шараит һазирлап бериши арқисда пәрзәнтлириниң ана тилни оқуш, йезиш, сөзләш җәһәтләрдә раван ипадиләшлири һәммәйләнни сөйүндурмәктә.

Биз дуня ана тилини қоғдаш күни мунасивити билән шиветсийәдә қурулған мәһмут қәшқири мәктипидә оқуватқан бир қисим уйғур балилирини зиярәт қилдуқ.

Зияритимизни қобул қилған уйғур балилар сориған соаллиримизға раван җаваб бериш билән биргә, уйғурчә шеир вә язмиларни оқуп бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.