Шиветсийәдики уйғурлар ана тилини сақлап қелиш үчүн паал һәрикәт қилмақта
2017.02.20
Шиветсийәдә яшаватқан һәр қайси милләт хәлқи өзиниң диний етиқади, өрп-адәтлири вә тил-йезиқини сақлап қелиш үчүн мәсчит, мәктәп вә мәдәнийәт мәркәзлири қатарлиқ орунларни ечип кәлмәктә.
Шиветсийә маарип органлири мәсуллириму мәктәпләрдики чәтәллик балиларға ана тил дәрси өтүшкә алаһидә көңүл бөлүп, ана тил оқутқучилирини орунлаштуруп бәрмәктә.
Шиветсийәдә яшаватқан уйғур пәрзәнтлириниму бу әвзәлликләрдин бәһримән қилиш үчүн мәхсус уйғур тили оқутқучиси тәклип қилип, дөләтниң бу сияситидин үнүмлүк пайдиланмақта.
Шиветсийәниң пайтәхти ситокһолмниң акалла районидики кордоба хәлқаралиқ башланғуч мәктипидә 15 нәпәр уйғур оқуғучи оқуватқан болуп, бу мәктәптики уйғур пәрзәнтлириниң ана тилини сақлап қалалиши үчүн, шиветсийәдә турушлуқ уйғур маарип уюшмиси мәсуллириниң мәктәп мудири билән бирқанчә қетим көрүшүп алаһидә күч чиқириши нәтиҗисидә, уйғур тили мәктәпниң чәтәл тили дәрслик тизимликигә рәсмий киргүзүлди вә бир нәпәр уйғур оқутқучиниң һәптидә 3 саәт уйғурчә дәрс өтүши тәстиқланди.
Уйғур маарип уюшмисиниң рәиси абдуллаһ көкярниң билдүрүшичә, кордуба хәлқара башланғуч мәктипидә һазир җәмий 15 нәпәр уйғур пәрзәнти бар болуп, буларниң ана тилини сақлап қелиши үчүн 2017 -йили 13 -феврал күнидин башлап, һәр һәптиниң дүшәнбә күнлири 3 саәт уйғур ана тили дәрси өтилишкә башлиған.
Бу мунасивәт билән, уйғур маарип уюшмисиниң рәиси абдулла көкярни зиярәт қилдуқ. У зияритимизни қобул қилип өзлириниң 2017-йиллиқ пиланиға ана тилни күчәйтиш мәқситидә шиветсийә маарипиниң ана тил дәрсликини тәсис қилиш сияситидин пайдилинип, уйғур оқуғучилар сани көп болған мәктәпләрдә уйғур тили дәрслики тәсис қилғанлиқини аңлатти.
Шиветсийәдики мәхмут қәшқири мәктипиниң мәсули аббас әпәнди бу мәктәптә изчил оқуған өсмүрләрниң уйғурчә сөзлишиш, йезиш, оқуш җәһәтләрдә қандақ усулларни қоллинип келиватқанлиқини тәпсилий аңлатти.
Аббас әпәнди сөзидә йәнә, ана тилни сақлап қелишта өзлириниң еливатқан тәдбирлири һәққидә тәҗрибилирини аңлатти.