Оқутқучиларға қишлиқ тәтилдә нуқтилиқ аилиләрни назарәт қилиш вәзиписи тапшурулди
2015.02.12
Хитай даирилири қәшқәр шәһиригә қарашлиқ йеңишәһәр наһийиси тәвәсидики қишлиқ тәтилгә чиққан уйғур оқуғучиларни һәр җүмә күни мәктәпкә йиғип, уларниң бир һәптидин буян немә ишларни қилғанлиқи, ата-анисиниң қандақ ишқа салғанлиқи, мәһәллә вә аилиләрдә диний материял көргән, оқуған ишларниң болған-болмиғанлиқи, ата-аниларниң уларға диний җәһәттә тәлим бәргән-бәрмигәнлики қатарлиқларни йеқиндин сүрүштә қилидикән. Әһвал байқалса, улар дәрһал мәктәп рәһбәрликигә доклат қилип, мунасивәтлик орунларға бу ишларни дәл вақтида йәткүзидикән.
Биз юқирида игилигән учурға асасән, йеңишәһәрдики мәлум бир мәктәпниң исмини ашкарилашни халимиған бир нәпәр оқутқучисини зиярәт қилдуқ. Униң инкас қилишичә, йеңишәһәрдә 12-январ йүз бәргән вәқәдин кейин, қәшқәр тәвәликидики мәктәп, идарә-органларда нөвәтчилик түзүми әслигә кәлгән болуп, мәктәпләрдә күндүзлири аял оқутқучилар, кечилири әр оқутқучилар нөвәтлишип көзәтчилик қилидикән.