Норвегийәдики уйғурлар барин инқилабини хатирилиди
2016.04.06

3-Апрел норвегийәдики уйғурлар пайтәхт ослодики уйғур ислам мәдәнийәт мәркизигә җәм болуп барин инқилабиниң 26 йиллиқини хатирилиди.
Норвегийә уйғур комитетидин игилишимизчә, норвегийәниң һәр қайси шәһәрлиригә җайлашқан уйғурлар пайтәхт ослодики уйғур ислам мәдәнийәт мәркизигә җәм болуп, барин инқилабиниң 26 йиллиқини хатирилигән.
Хатириләш паалийити алди билән қуран тилавәт қилиштин башланған болуп, қуран тилавитидин кейин телефон зияритимизни қобул қилған осло уйғур ислам мәдәнийәт мәркизиниң мәсчит имами мәмәтимин һаҗим барин шеһитлири һәққидә тохталди.
Барин инқилабини хатириләш паалийитидә норвегийә уйғур комитетиниң рәиси неғмәт турсун һаҗим мәзкур инқилабниң тарихий җәряни тоғрисида көпчиликкә тәпсилий чүшәнчә бәргән.
Зияритимизни қобул қилған неғмәт турсун һаҗим барин инқилабиниң 26 йиллиқини хатириләш паалийити һәққидә тохталди.
Хатириләш паалийитигә қатнашқан осло уйғур ислам мәдәнийәт мәркизиниң тәрбийичилиридин турғунҗан әмәт өз тәсиратини баян қилип өтти.
Ахирида, маарипчи неғмәт турсун һаҗим барин инқилабиға охшаш йеқинқи заман уйғур тарихида елип берилған инқилабларни хатириләшниң әһмийити һәққидә тохталди.
Игилишимизчә, барин шеһитлиригә атап қуран тилавәт қилиш паалийити шу йәр вақти чүштин кейин саәт үчтә башлинип кәчкә қәдәр давамлашқан болуп,паалийәт җәрянида көпчилик йәнә дуня уйғур қурултийиниң бәзи бир йолйоруқлири үстидә сөһбәт елип барған.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.