Тейипһаҗи сабитоф вә униң һаят кәчүрмишлири
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2014.03.17
2014.03.17
Өткәнки әсирниң 30-вә 40-йиллиридики уйғур тарихида чоңқур из қалдуруп кәткән атақлиқ шәхсләрниң бири тейипһаҗи сабитофтур. Т. Сабитоф уйғурлар ичидин чиққан сиясий әрбаблар билән йеқин арилашқан һәмдә йәттису вә уйғур диярида азадлиқ, мустәқиллиқ вә тәрәққийпәрвәрлик идийисини тәрғиб қилишқа, болупму мәдәний-ақартиш ишлириға актип қатнашқан шәхс иди.
Радиомиз зияритини қобул қилған қазақистанда тонулған журналист ядикар сабитоф дадиси т. Сабитофниң өмүр баяниға тохталди.