Қазақистандики “хушаллиқ” миллий ансамбили бу йили 40 йиллиқини қарши алмақта
2016.07.18
Мәлумки, өткән әсирниң болупму 70-йиллиридин башлап уйғурлар зич олтурақлашқан алмата шәһири вә униң әтрапи, шундақла шу дәврдики талдиқорған вилайитиниң панфилоф, алмата вилайитиниң уйғур, челәк, әмгәкчиқазақ вә талғир наһийилиригә қарашлиқ йезиларда уйғур миллий ансамбиллири тәшкилләнгән иди. Уларниң биринчи топини уйғур миллий саз әсваблиридин түзүлгән ансабиллар игилигән болса, иккинчи топини заманиви явропа истилидики әсваблар ансамбиллири тәшкил қилди.
70-Йиллири мәйданға кәлгән уйғур ансамбиллири ичидә болупму һазирқи алмата вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийисигә қарашлиқ байсейит йезисида тәшкилләнгән “хушаллиқ” ансамбили әнә шундақ заманиви явропа истилидики сәнәт гуруппилиридин болуп, бу йили у өзиниң 40 йиллиқини қарши алмақта.
“хушаллиқ” ансамбили қурулғандин буян 40 йил мабәйнидә қандақ өзгиришләргә дуч кәлди? совет түзүми дәвридә қандақ тәсирләргә учриди? уни кимләр башқурди һәм униң тәркибидә кимләр болди? ансамбилниң бүгүнки тәқдири қандақ, у орунлаватқан программиларниң мәзмуни немидин ибарәт?
Шу мунасивәт билән биз бу ансабилни дәсләп тәшкил қилған униң сабиқ әзаси, сәнәт доктори вә атақлиқ рәссам һакимҗан гулийеф вә ансамбилниң бүгүнки рәһбири һашимҗан насирофларни сөһбәткә тәклип қилдуқ.