Түрк дуняси шаир-язғучилар учришиш йиғинида уйғурларға алақидар шеир оқулди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.11.19
Shaire-Nurela-kokturk-Sheir.jpg Шаирә нурәла көктүрк ханим уйғурларға алақидар шеир оқуди. 2013-Йили ноябир, түркийә.
RFA/Arslan

2013-Йили 11-айниң 16-17-күнлири түркийәниң анталийә шәһиридә, анталийә әдәбият -сәнәт вә мәдәнийәт җәмийитиниң уюштуруши билән, түрк дунясиниң шаир-язғучилар учришиш йиғини өткүзүлди.

Бу йиғинға уйғурларға вакалитән истанбулда яшаватқан шаирә нурәла көктүрк ханим қатнашти вә ай -юлтузлуқ көк байрақни йиғин залиға есиш билән биргә уйғурларға алақидар шеир оқуди.

Йиғинға әрәзбәйҗан, қибрис, ирақ, түркмәнистан, өзбекистан, боснийә һерсик, фирансийә, булғарийә, ғәрбий тиракийә қатарлиқ 10 дөләт вә райондин 200 дин артуқ шаир вә язғучи тәклип билән қатнашти.

Йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилған анталийә әдәбият -сәнәт вә мәдәнийәт җәмийитиниң рәиси саваш унал әпәнди, дунядики түрк тилида сөзлишидиған хәлқләрниң тиллирини бир йәргә җәм қилиш вә түрк тиллирини қоғдаш шундақла кейинки әвладларға йәткүзүш мәқсәттә бу йиғинниң уюштурулғанлиқи билдүрди.

1-Нөвәтлик анталийә түрк дуняси әдәбият учришиш йиғинида түрк дунясиниң охшимиған җайлиридин кәлгән 200 дин артуқ шаир вә язғучи өз-ара бир-бири билән тонушти. Бу йиғинға әзәрбәйҗандин 85 нәпәр язғучи вә шаир қатнашқанлиқи кишиләрниң диққитини тартти.

Йиғинда уйғур шаирә нурәла көктүрк ханим екранда уйғурларниң зулумиға учраватқан рәсим көрүнүшлирини көрситип туруп, “кимсән, немәсән? нәдәсән?” вә “мустәқиллиқ арзуси” дегән темидики шеирларни оқуди вә қизғин алқишқа еришти.

Биз бу йиғин тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн йиғинға қатнашқан уйғур шаирә нурәла көктүрк ханим билән сөһбәт елип бардуқ, нурәла көктүрк ханим, бу йиғинда шеир оқуш әмәс бәлки ай -юлтузлуқ шәрқий түркистанниң көк байриқини ләпилдитиш вә уйғурларни тонуштуруш үчүн қатнашқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.