Америкидики уйғур җамаити йеңи йилни биргә күтүвалди

Мухбиримиз әзиз
2017.01.02
yengi-yilliq-tebrik-sorunidin-bir-korunush.jpg Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәнди йеңи йиллиқ тәбрик сөзи қилмақта. 2016-Йили 31-декабир, вашингтон.
Photo: RFA

31-Декабир күни америкиниң пайтәхти вашингтон шәһири вә йеқин әтраптики штатлардин кәлгән уйғурлар бир йәргә топлинип келиватқан йеңи йилни бирликтә күтүвалди. Шуниң билән биргә, өзлириниң йеңи йиллиқ тиләклиридин һәмбәһирләнди.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим вә америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән айрим-айрим сөз қилип, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларға салам йоллиди.

Уйғурларниң чәтәлләргә көчмән болуп чиқишидики алдинқи таллаш нуқтилириниң бири болған америка қошма штатлири муһаҗирәттики уйғур җамаити бирқәдәр мәркәзлик топлашқан мәмликәтләрниң бири. Америкида яшаватқан уйғурларниң саниниң тез сүрәттә ешип бериши болса муһаҗирәттики уйғур топлуқини мәмнун қиливатқан әһвалларниң биридур. Әмма түрлүк сәвәбләрдин америкиниң һәрқайси штатлирида тарқақ яшаватқан уйғур аилилири үчүн бир йәргә җәм болуп, уйғурлуқ туйғусидин бирликтә бәһримән болуш бәкму көп несип болуп кәтмәйду. Әнә шу әһвални көздә тутуп, америка уйғур бирләшмиси өтүп кетиватқан бир йилни узитиш вә йеңи йилни күтүвелиш мәқситидә йеңи йиллиқ тәбрик соруни һазирлап, уйғур җамаитигә йәнә бир қетим өз-ара дидарлишиш вә җәм болуш пурсити яритип бәрди.

Йәкшәнбә күни кәчқурун вашингтон шәһиригә анчә йирақ болмиған җайдики бест вестерн меһманханисиниң паалийәт зали вашингтон шәһири, шундақла вирҗинийә, марийланд, нюйорк қатарлиқ штатлардин кәлгән бирнәччә йүз уйғур билән толиму аватлишип кәткәниди. Узундин буян дидарлишип болалмиған чоңлар өз-ара қизғин саламлар билән муңдашса, балилар бир-бири билән қоғлишип ойниғач сорунниң уйғурлуқ кәйпиятини техиму әвҗигә чиқармақта иди. Айиғи үзүлмәй келиватқан меһманлар бирдәмдила зал ичигә лиқ толуп, мусулманчә тамақлар болса сорунниң кәйпиятиға техиму өзгичилик ата қилған иди.

Меһманлар бирәр қур ғизалинивалғандин кейин паалийәт риясәтчилиридин америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән сөз қилип, өткән бир йилда болуп өткән әһвалларни омумий җәһәттин йәкүнлиди. Шундақла бүгүнки йеңи йиллиқ тәбрик соруниға қәдәм тәшрип қилған рабийә қадир ханимни сөзгә тәклип қилди.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә ханим сөз қилип, америка уйғур бирләшмисиниң кичикликтин зорийиш, шундақла уйғурларниң америкидики он нәччә аилидин бүгүнкидәк нәччә миң аилигә көпийиш тарихини әсләп өтти. Шундақла көпчиликниң йеңи йилини чин дилидин тәбрикләйдиғанлиқини билдүрди.

Уйғурларниң һаятни сөйүш, хушаллиқтин тәң бәһрилиниш арзулири һечқачан нахша -уссулсиз өткән әмәс. Бу йилқи йеңи йиллиқ тәбрик соруни бу нуқтини техиму рошән намаян қилди. Паалийәтниң бешидила орунлинишқа башлиған нахша, музикилар көпчиликниң уссулға чүшүши билән техиму әвҗигә чиқип, сорун кәйпиятини бирақла җанландурувәтти.

Муһаҗирәттики уйғурлар үчүн чәтәлләрдә туғулған вә өсүватқан пәрзәнтләрниң миллий кимлики вә ана тил боһрани һәрқачан бир чоң тема болуп кәлгән иди. Әмма бүгүнки йеңи йиллиқ паалийәт соруниға қатнашқан бир қисим өсмүрләрниң өзлири тәйярлап кәлгән бир қисим номурлар қатарида уйғурчә нахша, уссулларни шунчә қамлаштуруп орунлиши, шундақла уйғур тилидики шеирларни җанлиқ декламатсийә қилиши бу җәһәттә тиришчанлиқ көрсәткән ата-аниларниң әҗриниң бикарға кәтмигәнликини намаян қилди.

Өсмүрләрниң алақидар номурлири көрситилип болғандин кейин, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән сөз қилип, ата-аниларниң бу җәһәттә көрсәткән тиришчанлиқини махташқа әрзийдиғанлиқини, шуниң билән биргә, америка уйғур бирләшмиси тәшкилләп келиватқан уйғур ана тил синипиниң алақидар чиқимлири үчүн америкидики уйғур ата-аниларниң мунасивәтлик ярдәмдә болушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Паалийәтниң ахирида америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән зияритимизни қобул қилип, йеңи йилниң уйғурлар үчүн йеңи үмид елип келиватқанлиқини, чәтәлләрдики уйғурларниң бу йеңи йилда техиму зич уюшуп йеңи нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүшигә тиләкдашлиқ билдүридиғанлиқини билдүрди.

Паалийәт көпчиликниң қизғин иштирак қилиши, болупму яшларниң қизғинлиқи сәвәблик кечә саәт бирдин ашқанда ахирлашти. Көпчилик бир-биригә йеңи йиллиқ тәбрик вә саламлирини ейтқач хушаллиқ ичидә тарқалди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.