Белгийәдики бокс маһири фаруқ явропа чемпийонлуқ таллаш мусабиқисидә рәқибини йәңди

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2016.05.16
boks-mahiri-faruq.jpg Явропа чемпийонлуқини таллиниш мусабиқисидә вингирийәлик маһир кассай игнасни иккинчи мәйданда йеңип, бу қетимлиқ мусабиқидә йәнә бир бәлвағқа еришкән уйғур бокс маһири фаруқ қурбаноф. 2016-Йили 14-май, белгийә.
Social Media

Белгийәдики уйғур бокс маһири Фаруқ қурбаноф 5-Айниң 14-күни белгийәниң вервийә шәһиридә өткүзүлгән явропа чемпийонлуқиға таллиниш мусабиқисидә вингирийәлик маһир кассай игнасни иккинчи мәйданда йеңип, бу қетимлиқ мусабиқидә йәнә бир бәлвағқа еришкән. Қапиқи йерилған кассайниң тернери ақ лата чиқирип мусабиқидин чекингәнликини елан қилған.

Бокс маһири фаруқ бултур 9-айда белгийәдә өткүзүлгән таллаш мусабиқисидә 60 килограмлиқлар түри бойичә мәйданға чүшүп, 11 нәпәр маһирни арқа‏- арқидин йеңип 1-ликкә еришип, явропа бойичә таллаш мусабиқисигә талланған иди.

Биз фаруқ қурбанофни мусабиқидин кейин тәсиратини елиш үчүн телефон арқилиқ зиярәт қилдуқ.

У сөзидә :“ алди билән мусабиқә мәйданиға кәлгән вә келәлмисиму мениң нәтиҗә қазинишиға мәдәт бәргән, дуняниң һәр қайси җайлиридики барлиқ уйғур қериндашлиримға алаһидә рәһмәт ейтимән. Мән бу қетимлиқ мусабиқә үчүн әтраплиқ тәйярлиқ қилдим, лекин мусабиқигә бир һәптә қалғанда, мусабиқә ойнайдиған әсли рәқибим испанийәлик маһир билән әмәс, бәлки вингирийәлик маһир билән мусабиқилишидиғинимни билдим. Бу маһир солхәй болғачқа мән мусабиқә тактикамни өзгәртишкә мәҗбур болдум, мусабиқиниң иккинчи мәйданида техникилиқ усул билән рәқибимниң сол қешини йеривәттим, шуниң билән қарши тәрәп тернери ақ лата чиқирип мусабиқини тохтатти, шуниң билән мән йәңдим” деди.

Мусабиқигә мәйданида фаруқ үчүн мәдәт бәргән уйғурлардин сақийоф қурбан әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң мәйдандики тәсиратини ипадә қилди.

Белгийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси абдулмутәллип имироф зияритимизни қобул қилип, фаруқниң белгийәдики уйғурлар үчүнла әмәс, бәлки пүтүн дунядики уйғурлар үчүнму шан-шәрәп кәлтүрүватқанлиқини, униң бундин кейинки мусабиқиләрдә техиму яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүшкә тиләкдашлиқ билдүридиғанлиқини сөзләп бәрди.

Мәлуматларға қариғанда, уйғур бокс маһири фаруқ қурбаноф бу йил 11-айда белгийәдә өткүзүлидиған явропа чемпийонлуқ талишиш мусабиқисидә испанийә маһири билән риқабәтлишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.