Белгийәдики бокс маһири фаруқ явропа чемпийонлуқ мусабиқисигә һазирланмақта

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2016.04.05
feruk-terniriliri-bilen.jpg Белгийәдики уйғур бокс маһири фаруқ қурбаноф тернерлири билән.
Photo: RFA

Игилишимизчә, белгийәдики уйғур бокс маһири фаруқ қурбаноф һазир, явропа бойичә 5-айниң 14-күни өткүзүлидиған бокс чемпийонлуқ кәмирини талишидиған мусабиқигә тәйярлиқ қиливатқан болуп, фаруқниң һазирқи тәйярлиқ мәшиқлири тоғрисида тохталған тернерлири зияритимизни қобул қилип, униң бу қетимлиқ мусабиқидә испанийәниң чемпийони болған испанийәлик маһир билән учришидиғанлиқини, мусабиқә тәйярлиқиниң һәр җәһәттин пухта икәнликини билдүрди.

Фаруқ қурбаноф 1991-йили 10-айниң 24-күни қирғизистан пайтәхти бишкәктә уйғур аилисидә дуня кәлгән. явропаға 2002-йили көчмән болуп кәлгән. У белгийәгә 2006-йили көчмән болуп йәрләшкәндин кейин, 14яштин башлап боксурлуқ мәшиқини башлиған.

Фаруқ қурбаноф белгийәдики кәспи бокс кулублиридин “ әссалам ” дегән күлүпта тәрбийиләнгән. 2015-Йили 9-айниң 18-күни белгийәдә өткүзүлгән бокс мусабиқисидә 60килограмлиқлар ара елип берилған мусабиқидә 11 маһирни йеңип белгийә чемпийони кәмирини тақиған.

Униң тернерлири, фаруқниң бу қетимлиқ мусабиқидә яхши нәтиҗә алидиғанлиқиға үмид билән қарайдиғанлиқини баян қилди.

Фаруқ гәрчә ана тилида раван сөзлийәлмисиму, өзини қисқичә тонуштуруп өтти. У, өзиниң һес қилғанлири һәққидә тохтилип, бокс мусабиқилиридә қолға кәлтүргән нәтиҗилириниң уйғур хәлқигә мәнсуп икәнликини, һәр бир мәйдан мусабиқидә ай юлтузлуқ көк байрақниң уйғур қоллиғучилири тәрипидин мәйданда ләпилдитилиши өзи үчүн роһи җәһәттин мәдәт болғанлиқини баян қилди.

У, дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлардин 14-май өткүзүлидиған мусабиқидә чемпийон болуши үчүн салиһ дуада болушни тәләп қилди.

Белгийәдики “уйғур җәмийити”ниң сабиқ рәиси абдулмутәллип имироф зияритимизни қобул қилип, фаруқниң белгийәдики уйғурлар үчүнла әмәс, пүтүн дунядики уйғурлар үчүнму шан-шәрәп кәлтүрүватқанлиқини, белгийәдики уйғурларниң униңға мәниви җәһәттин һәр даим илһам берип келиватқанлиқини аңлатти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.