Оқуғучиларниң тамақтин зәһәрлиниши қизиқ тамаққа маслишалмаслиқ вәқәси дәп йәкүн чиқирилған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.10.22
hotan-mektep-305.png Хотәндики бир мәктәпниң оқуғучилири
AFP

Өткән айниң 26‏-күни хотәнниң лайқа башланғуч мәктипидә бир түркүм оқуғучида қизиш, көңүл елишиш вә қусуш аламәтлири көрүлүп, шу күни вә әтиси җәмий 133 оқуғучи дохтурханиға апирилған. Бу әһвал радиомизға, оқуғучиларниң тамақтин зәһәрлиниш вәқәси, дәп инкас қилинған иди. Әмма мухбиримизниң зияритини қобул қилған мәзкур мәктәп мудири, балиларниң тамақтин зәһәрләнмигәнликини, пәқәт нашта қилмай кәлгәнлики үчүн нормалсизлиқ байқалғанлиқини мәлум қилған.

Хотән наһийилик маарип идарисиниң башлиқи болса, вәқәни кәспий тармақларниң тәкшүрүлүватқанлиқини, вәқәниң сәвәби һәққидә ениқ хуласә чиқмиғанлиқини баян қилған иди.

Мухбиримизниң бүгүн игилишичә хотән вилайәтлик йемәк-ичмәк тәкшүрүш понкити вәқәни тамақтин зәһәрлиниш әмәс, қизиқ тамаққа маслишалмаслиқ вәқәси дәп йәкүн чиқарған.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримизниң бу һәқтә тәйярлиған программисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.