Фирансийә парламентида чақирилидиған килимат йиғиниға уйғурларму иштирак қилиду

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.12.02
xoten-su-derya-qurup-ketish.jpg Қуруп кетиш алдида туруватқан дәря. 2012-Йили яз, хотән.
RFA

9-Декабир фирансийә парламентида чақирилидиған килимат йиғиниға уйғурларму тәклип қилинған.

Фирансийә уйғур җәмийитидин игилишимизчә, 9-декабир фирансийә парламентида чақирилидиған килимат йиғиниға парижда паалийәт елип бериватқан бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири тәклип қилинған болуп, шу қатарда фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимит йиғинға тәклип қилинған вә шундақла униңдин уйғур райониниң һава килимати һәққидә доклат бериш тәләп қилинған.

Бүгүн радиомизниң зияритини қобул қилған фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимит йиғин һәққидә вә шундақла өзиниң бу йиғинға сунмақчи болған доклати һәққидә тохталди.

Әркин аблимитниң билдүрүшичә, у бу қетимқи парламентта чақирилидиған килимат йиғинида уйғур районниң су мәсилисини, көчмән мәсилисини оттуриға қоюш билән биргә, асаслиқи 1964-йилидин 1996-йилиғичә уйғур районида елип берилған 46 қетимлиқ атом синақлирида бу районниң булғанған һава килимати вә шундақла ядро синақлирида зиянкәшликкә учриған уйғурлар һәққидә тәпсилий доклат беридикән.

Ундин башқа у йәнә, йеқинда уйғур райониниң бай наһийәсидә йүз бәргән бир қатар сиясий вәқәләр һәққидиму тохтилидикән.

Нөвәттә диққитиңлар бу һәқтә елип берилған телефон сөһбитидә болсун.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.