3 яшлиқ абдуллаһ абдувели тайландта йәрликкә қоюлди
2015.01.05
12-Айниң 23-күни йерим кечә саәт 1:50 дә тайландниң җәнубидики хатяи шәһиридики хатяи дохтурханисида кесәллик сәвәбидин аләмдин өткән абдуллаһ абдувели 1-айниң 3-күни чүштин кейин сонгкла мусулманлар мазарлиқида йәрликкә қоюлди.
3 яшлиқ абдулланиң туберкулйоз кесәллики билән тайландниң хатяи шәһиридики хатяи дохтурханисида қаза қилиши муһаҗирәттики уйғур җамаәтчиликини чоңқур қайғуға чөмдүргән иди. Униң мейитини түркийәгә елип келип йәрликкә қоюш үмиди, түркийәниң тайландта турушлуқ әлчиханиси вә уйғурлар көп тиришчанлиқ көрсәткән болсиму, һәр хил сәвәбләр түпәйлидин әмәлгә ашмиған. Шуниң билән австралийәдин кәлгән абдусалам алим, түркийәдин барған абдулқадир түмтүрк, абдусалам абликим вә тайландта турушлуқ абдуллаһ турсун қатарлиқ кишиләр бу һәқтә музакирә елип берип 3 яшлиқ абдуллаһ абдувелини тайландта йәрликкә қоюшни қарар қилған.
3 яшлиқ абдуллаһ абдувелиниң мейити 3-чесла дохтурханидин чиқирилип, тайландниң җәнубидики хатяи шәһириниң мәркизидики әң чоң мәсчиттә намизи чүшүрүлгәндин кейин, сонгкла мусулманлар мазирида йәрликкә қоюлған. Түркийәниң қәйсәри шәһиридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң вәкили абдулқадир түмтүркниң ейтишичә, абдуллаһ абдувелиниң җиназа мурасимиға йәрлик мусулманлар вә уйғурлардин болуп 200 әтрапида киши қатнашқан. Һәммә бирдәк қолини көтүрүп, аллаһ, абдуллаһ абдувелиниң ятқан җайини җәннәт қилсун дәп дуа қилған.
Абдулқадир түмтүркниң ейтишичә, һазир тайландтики түрмиләрдә 365 уйғур бар болуп, 4 әтрапида бала вапат болған, һазир йәнә дохтурханида давалиниватқан уйғурлар бар икән. Әгәр бу уйғурлар балдуррақ қутулдурулмиса, бу хил өлүмләр көпийиши мумкин икән.