Зиярәтчиләрниң баянлири тайландтики мусапирларниң 10 айдин буянқи еғир қисмәтлирини ашкара қилмақта

Мухбиримиз қутлан
2015.01.06
tayland-musapir-kichik-bala.jpg Тайланд мусапиләр лагерида тутуп турулуватқан балилар вә бу лагердики муһиттин көрүнүш. 2014-Йили.
Social Media

Игилишимизчә, тайландта тутуп турулуватқан мусапирларниң һазирқи реал әһвали көплигән кишиләр вә саһәләрниң диққитини чекиватқанлиқи мәлум.

10 Айдин буян тайланд тәвәсидики лагерларда вә чеградин қанунсиз киргән көчмәнләрни тутуп туруш орунлирида нәччә йүзлигән мусапирларниң қамилип ятқанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Йеқинда мәзкур мусапирлар арисидики 3 яшлиқ бир балиниң туберкулйоз кесәллики билән қаза қилиши тайландтики мусапирларниң еғир қисмәтлирини йәниму ашкара қилди.

Ундақта, көп қисминиң аяллар вә балилар икәнлики илгири сүрүлүватқан бу мусапирларниң һазирқи реал әһвали вә күндилик һаяти зади қандақ болуватиду?

Йеқинда тайландқа берип кәлгән истанбулдики “әрк телевизийиси” ниң риясәтчиси абдурахман өзтүркниң баянлири бу һәқтики мәлуматларни йәниму толуқлайду.

Абдурахман өзтүрк зияритимиз җәрянида өзиниң түркийәдики бир кино чолпини билән йеқинда тайландқа барғанлиқи һәмдә у йәрдә тутуп турулуватқан мусапирларниң әһвали һәққидә көплигән учурларни игилигәнликини баян қилди.

Униң билдүрүшичә, шәрқий-җәнубий асиядики дөләтләргә, болупму тайландқа қачақ йоллар билән киргән, кимлики техичә ениқсиз болған мусапирлар өткән йилиниң март айлиридин башлап тайланд сақчилири тәрипидин байқилишқа башлиған.

Улар дәсләп тайландтики бир қанчилиған вақитлиқ мусапирлар лагериға қамалған. Андин әр-аяллар айрилип баңкок шәһири вә башқа бир қанчилиған шәһәрләрдики тутуп туруш мәркәзлиригә елип келингән. Бу йәрниң шараити әмәлийәттә түрмә билән охшаш болуп, бәзи өйләргә 50-60 адәм, бәзи чоңрақ залларға һәтта йүзләрчә тутқунлар худди қотанға қойни солиғандәк солап қоюлған. Иссиқ вә нәм һава, начар шараит, йемәклик вә пакиз суниң кәмчиллики, юқумлуқ кесәлликләрниң тарқилиши сәвәблик бу йәргә қамалған мусапирлар роһий вә җисманий җәһәттин қаттиқ чарчиған. Болупму аяллар билән балилар қийин әһвалда қалған. 10 Айдин буян бу йәрдики бир тутуп туруш орниға қамалған аяллардин алтәйлән бошанған.

Йеқинда дохтурханида 45 күн йетип қаза қилған 3 яшлиқ абдулла тайландтики тутуп туруш орунлирида кесәллик билән өлгән кишиләрниң үчинчиси икән. Тутуп туруш орнидики қийин шараит ичидә бошанған аяллар билән йеңи туғулған бовақларниң әһвали техиму начар икән.

Абдурахман өзтүрк әпәнди зияритимиз җәрянида хәлқаралиқ инсан һәқлири тәшкилатлириниң тайландтики бир қисим шөбилири һәмдә тайландтики ислам диний җәмийәтлири мәзкур мусапирларға ярдәм қилишқа тиришиватқанлиқини илгири сүрди. Ундин башқа, түркийә вә башқа әлләрдинму бәзи аммиви тәшкилатлар вә хәйр-еһсан җәмийәтлириниң һәрикәткә кәлгәнликини тәкитлиди.

У йәнә тайландтики тутуп туруш орунлириға қамалған мусапирларни зиярәт қилишниң мумкинликини, сирттин кәлгән һәр хил ярдәмләр, җүмлидин кийим-кечәк, йемәк-ичмәк, һәр хил дора вә башқа ярдәм буюмлириниң сақчиларниң назарити билән мусапирларниң қолиға берилидиғанлиқини илгири сүрди.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.