Тоқсунда түн ниспидә йүз бәргән йәр тәврәш кишиләрни сарасимигә салған

Мухбиримиз меһрибан
2015.06.25
xoten-yer-tewresh-ayllar-160.jpg 7.3 Бал йәр тәврәштә апәткә учриған аһалиләр. 2014-Йил 12-феврал, керийә.
Social Media

25-Июн түн ниспидә турпан вилайитиниң тоқсун наһийисидә йүз бәргән 5.4 Бал йәр тәврәш кишиләрни сарасимигә салған. Радиомиз турпан вә тоқсундики меһманханилар вә аһалиләргә телефон қилип игилигән әһвалдин мәлум болушичә, йәр тәвригәндики силкиниш күчлүк болған. Наһийә ичидики өй-имарәтләрдә өрүлүш әһвали көрүлмигән болсиму, әмма йезилардики бир қисим деһқанларниң өйлири вә мал-чарва қотанлири өрүлгән яки дәз кәткән. Даириләрниң һөкүмәт хәвәрлиридә йәнә, йәр тәврәш сәвәбидин җәнубий уйғур елигә қатнайдиған төмүрйол линийилириниң турпан-тоқсун бөликиниң вақтинчә тақалғанлиқи хәвәр қилинди. Диққитиңлар мухбиримиз меһрибанниң программисида болсун.

Хитай ахбарат ториниң 25-июн хәвәр қилишичә, 6-айниң 25-күни үрүмчи вақти әтигән саәт 1 дин 12 минут 51 секунт өткәндә шинҗаң уйғур аптоном райони турпан шәһири тоқсун наһийиси (шималий кәңлик 41.6707 Градус, шәрқий меридиан 88.356 Градус) дә 5.4 Бал йә тәвригән, йәр тәврәш чоңқурлуқи 9 километир болған.Тоқсунда йәр тәвригән мәзгилдә үрүмчи, санҗи шәһәрлиридиму тәвриниш болған. Егиз биналарда олтуридиған бир қисим шәһәр аһалилири бинаниң лиңшиғанлиқини сәзгән. Хәвәрдә дейилишичә, турпан вилайитидин апәт райони тоқсунға әвәтилгән хизмәтчи хадимлар “тоқсунда өлүш-ярилиниш әһвали көрүлмиди” дәп доклат қилған.

Хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридә 25-июн түн ниспидин ашқан мәзгилидә йүз бәргән йәр тәврәш апитиниң кәлтүргән зийини һәққидә пәйшәнбә күнигичә тәпсилий хәвәрләр берилмиди. Әмма хитайниң җуңго хәвәрләр ториниң 25-июндики хәвиридә,“ тоқсунда йүз бәргән 5.4 Бал дәриҗидики йәр тәврәш сәвәбидин, үрүмчи төмүр йол идариси, төмүрйолниң турпан-тоқсун наһийиси әтрапидики бөләклиридә тәкшүрүш, ремонт ишлири елип берилидиғанлиқи,бу сәвәбтин җәнубий шинҗаң төмүр йоли йүерго бекитидин корла шималий вогзалиғичә; бакешу бекитидин қарашәһәр вогзалиғичә, ләнҗу шинҗаң төмүр йоли турпан вогзалидин сәнгеҗуаң бекитигичә болған арилиқ қамал қилиниду” дәп уқтуруш чиқирилғанлиқини хәвәр қилди.

Тоқсунда йүз бәргән йәр тәврәш апити һәққидә учур игиләш үчүн, турпан вә тоқсундики бирқанчә меһманхана, ресторанлар тоқсундики һөкүмәт органлири,йезилиқ һөкүмәт ишханилири қатарлиқлар вә тоқсундики шәһәр аһалисигә телефон қилип әһвал игилидуқ.

Тоқсундики һөкүмәт органлириға урған телифонлар җавабсиз қалған болсиму, әмма меһманханилар вә шәһәр аһалисигә урған телефонимиздин тоқсунда йүз бәргән йәр тәврәш вә рамзан мәзгилидики тоқсун-турпан вәзийити вә һөкүмәтниң рамзан чәклимисигә даир бәзи әһваллар мәлум болди.

Турпан шәһиридики җиншин меһманханисиниң хитай миллитидин болған аял хизмәтчиси 25-июн кечә түн ниспидин ашқанда өзлириниң қаттиқ тәвринишни һес қилғанлиқини, кейин хәвәрләрдин өзлиридин нәччә йүз километир йирақлиқтики тоқсунда 5.4 Бал йәр тәвригәнликини аңлиған вә турпанда қайта йәр тәврәш әһвали сезилмигән болсиму, әмма меһманхана хадимлири вә бу меһманханида ятақ алғучиларниң йәнила йүз бериш еһтимали болған йәр тәврәштин әнсирәп,җиддий һаләттә икәнликини билдүрди.

Әмма бу хизмәтчи хадим мухбирниң униңға телефонни чәтәлдин қиливатқинини билгәндин кейин, дәрһал гепини өзгәртип, йәр тәврәшниң һечқандақ зиян елип кәлмигәнлики вә бу җайда вәзийәтниң интайин яхшилиқини тәкитлиди.

У баянида “тоқсунда һәммә әһвал яхши, һиқчандақ чоң зиян болмиди. Бу йәрдә вәзийәт интайин яхши, бихәтәрликимиздин әнсиригүдәк әһваллар йүз бәрмиди” дәп җаваб бәрди.

Тоқсун наһийисидики достлуқ йолиға җайлашқан тоқсун меһман ханисиниң хитай миллитидин болған хизмәтчи хадими кечә саәт 1 дин ашқанда йүз бәргән қаттиқ силкиништә, меһманхана деризилири җараңлап, меһманхана алдидики кочидин өтүватқан аптомобилларниң силкинип йолдин чиқип кәткәнликини, тәврәштин кейин меһманханидики һәммә кишиниң қорқуп кочиға чиқип кәткәнликини нөвәттә өзлириниң йәнила қаттиқ әнсирәш ичидә туруватқанлиқини билдүрди.

Униңдин йәр тәврәш сәвәбидин тоқсун-турпан бөликидики төмүрйол линийисидә пойиз тохтап ремонт қилиниватқанлиқи һәққидики ухтуруштин хәвири бар йоқлуқини сориғинимизда, у сәзгүрлүк билән бу ухтуруштин хәвири йоқлуқини, тоқсунда мәйли сиясий вәзийәт болсун яки башқа әһваллар болсун һәммиси яхши икәнликини тәкитлиди. Вә өзиниң алдирашлиқини билдүрүп телефонни қоювәтти.

Телефонимиз тоқсун наһийә базириға йеқин җайдики бир уйғур аилисигә уланғинида, телефонимизни алған яшанған ханим, қолум-қошнилар билән болған сөһбәттә, улар турған мәһәллидә вә наһийә ичидә өй өрүлүш вә адәм өлүш әһвалини аңлимиғанлиқини, әмма тоқсун әтрапидики йезилардики апәт һәққидә радио-теливизорларда һечқандақ хәвәр берилмигәнлики үчүн, йезилардики апәт әһвалидин хәвәрсиз икәнликини билдүрди.

Бу ханим телефонниң чәтәлдин урулуватқинини билгәндин кейин, бу йиллиқ рамзан һәққидә тохтилип, тоқсунда өзигә охшаш яшанғанларниң роза тутқанлиқини, әмма һөкүмәтниң чәклимиси вә “қоғдаш” қаттиқ болғини үчүн, яшлар, һөкүмәт хизмәтчилири вә оқуғучиларниң “көңүлниң арами, аилидикиләрниң хатирҗәмликини нәзәргә елип роза тутмиғанлиқини” тәкитлиди. Бу ханим йәнә рамзан мәзгилидә чәтәлдин улардин һал сорап урулған телефон үчүн рәһмәт ейтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.