Австрийә һөкүмити һәрқайси дөләтләрни атом қораллирини йоқитиш вә чәкләшкә чақирди
2014.12.19
Йеқинда австрийәниң вийена шәһиридә чақирилған “3 - нөвәтлик хәлқаралиқ атом қораллириниң инсанийәткә болған тәсири” мавзулуқ йиғинға 160 дөләттин кәлгән мутәхәссис, паалийәтчи вә сиясийонлар қатнашқан болуп, йиғин ахирида австрийә һөкүмити, дуня дөләтлирини атом қораллирини йоқитишқа вә чәкләшкә чақирди. Бурун мәзкур йиғинда атом қораллирини қандақ қоғдаш, униң инсанийәткә елип келидиған зийинини қандақ қилип азайтиш мәсилилири музакирә қилинған болуп, вийенада чақирилған бу қетимқи йиғинда атом қораллириниң инсанийәткә елип кәлгән балайи - апәтлири мисаллар билән оттуриға қоюлған.
Әң ахирида австрийә һөкүмити, йиғинға иштирак қилған 160 дөләтниң атом қораллириниң инсанийәткә елип кәлгән зийинини тонуп йетип, атом қораллирини чәкләш, йоқитиш вә мәзкур қорални ишләп чиқарғанларни әйибләшкә чақирди.
Мәзкур йиғинға қатнашқан уйғур зиялийси әнивәр тохти әпәнди йиғин әһлигә хитайниң лопнорда елип барған атом синақлири вә буниң уйғурларға вә муһитқа болған тәсири тоғрисида мәлумат бәрди.
У, мәзкур йиғинда хитай һөкүмитини атом синиқи түпәйли зиянға учриған уйғурларға төләм төләшкә чақирди.