Алматада зәһәрлик чекимлик паҗиәсигә беғишланған роман йоруқ көрди
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2013.12.27
2013.12.27

Йеқинда алматадики “мир” нәшрият өйидин қазақистанниң тонулған уйғур язғучиси, қазақистан язғучилар иттипақи әзаси алимҗан бавдинофниң “өтнә аләм” намлиқ романи йоруқ көрди.
Мәзкур әсәр бүгүнки җәмийәт һаятидики муһим иҗтимаий мәсилиләрниң бири-зәһәрлик чекимликкә беғишланған болуп, бу паҗиәниң яшлар һаятиға болған тәсири, ата-аниларниң буниңдин тартиватқан азаблири һәққидә һекайә қилиду. Заманиви қазақистан уйғур әдәбиятида дәсләпки қетим қозғалған бу теминиң китабханлар қизиқишини пәйда қилидиғанлиқи оттуриға қоюлмақта.
Зияритимизни қобул қилған шаир аблиз һезим мәзкур әсәр һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.