Хитай инженер афғанистанда қораллиқ кишиләр тәрипидин гөрүгә елинди

Дүшәнбә күни афғанистанниң пайтәхти кабул шәһириниң җәнубий райониға җайлашқан вәрдәк вилайитидә бир хитай инженери афғанистанлиқ шопури билән бирликтә намәлум қоралллиқ кишиләр тәрипидин гөрүгә елинған.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.07.01

 Вәрдәк вилайитиниң валиси әли әхмәт кашиниң франисйә агентлиқиға билдүрүшичә, афған бихәтәрлик қисимлири гөрүгә илинған хитай инженерниң шопурини гөрүгә алғучиларниң қолидин қутқузивалған. Лекин хитай инженер һелиму гөрүгә алғучиларниң қолида болуп, афғанистан бихәтәрлик қисимлири уни қутқузуш үчүн паалийәтлирини давамлаштурмақта.

Талибанларниң баянатчиси зәбибулла муҗаһид, талибанларниң хитай инженерини гөрүгә елиш вәқәси билән мунасивити йоқлуқини билдүргән.

Хәвәрләргә қариғанда, гөрүгә елинған хитай инженер, афғанистанниң пайтәхти кабулни вәрдәк вилайитигә туташтуридиған таш йолни ясашни һөддисигә алған хитай қурулуш ширкитиниң хизмәтчиси икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.