Оттура асия тәбиий газ туруба қурулуши хитайға йилиға 30 милярд куб метир тәбиий газ йәткүзүду

Хитай узундин буян пилан қиливатқан оттура асия тәбиий газ туруба қурулуши өзбекистанниң бухара шәһиридә башланған болуп, комтәкс хәвәрләр торида хитай дөләтлик нефит - тәбиий газ һәссидарлиқ гуруһи елан қилған хәвәрләрдин нәқил елип көрситишичә, қурулуш башланған күни хитай дөләт игидарчилиқидики нефит гуруһи өзбекистанниң пәрғанә вадисидики нефит ишләпчиқириш нисбитини илгири сүрүш хусусида өзбек нефит газ ширкити билән тохтам түзгән.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.07.07

 Мәзкур туруба линийисиниң омумий узунлуқ 1818 километир болуп, хәвәрдә көрситилишичә, оттура асия тәбиий газ туруба линийиси, түркмәнистан чегрисидин башлинип өзбекистан вә җәнуби қазақистандин кесип өтүп, уйғур елиниң қорғас райониға туташтурилидикән.

Мәзкур туруба ленийисигә ишлитилидиған газ турубилири қелин полаттин қош линийилик қилип ясилидиған болуп, ясаш қурулушиға хитай нефит - тәбиий газ һәссидарлиқ гуруһи, өзбек нефит газ ширкити вә қазақистан дөләтлик нефит вә тәбиий газ ширкити ортақ күч чиқиридикән.

Хәвәрдә ашкарилинишичә, оттура асия тәбиий газ туруба линийиси биринчи қурулуши 2009 - йили, иккинчи қурулуши 2010 - йили тамамлинип ишқа кириштүрүлидикән.

Мәлум болушичә, мәзкур туруба линийиси хитай 2004 - йили тамамлиған уйғур илидин башлинидиған ғәрбниң газини шәрққә йөткәш туруба линийиси қурулушиниң бир қисми болуп, бу икки туруба линийиси билән хитайға йилиға 30 милярд куб метир тәбиий газ йәткүзилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.