Хитай - қазақистан чеграчилири тунҗи қетим бирләшмә чарлаш елип барди
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.06.22
2008.06.22
Буниң хитай - қазақистан мунасивәт тарихидики йеңилиқ икәнликини илгири сүргән шинхуа агентлиқиниң учуридин ашкарилинишичә, 16 - июн күни хитай тәрәп чегра мудапиә понкити билән қазақистан тәрәпниң чегра сақлаш әтритиниң командирлири арисидики сөһбәттин кейин бирликтә чарлаш елип беришқа пүтүшүп, икки тәрәпниң 16 адими җеминәй наһийисидин башлап, 67 номурлуқ чегра абидиси билән 26 номурлуқ чегра абидиси арисидики 400 километрлиқ линийидә чарлаш елип барған һәмдә һәр бир чегра абидисиниң йениға кәлгәндә хатирә сүрәтлиригә чүшкән.
Мәзкур чегра линийисиниң йәр түзүлүши мурәккәп болуп, тағлиқ, қумлуқ, едирлиқ вә орманлиқлардин тәркип тапқан болғачқа чарлаш ишлириму қийин болған. Чегра линийисидики бир қисим җайлар сабиқ совет иттипақи дәвридә талаш - тартиш үстидә болуп, икки тәрәп арисида даим чегра җидәллири болуп турған иди. Қазақистан - хитай чегра линийилириниң бири чағантоқайда болса, 1969 - йили тоқунуш келип чиқип, совет қошунлири еғир қоралларни ишқа селип, хитай тәрәпниң бир чарлаш қошунини қирғин қилған иди.
1997 - Йили қазақистан билән хитай икки дөләт арисидики бир қисим чегра линийилиридики талаш - тартишларни ахирлаштуруп, 2000 - йилларға кәлгәндә барлиқ чегриларни ениқ бекиткән.
Бу қетимқи чарлашниң мәқсәтлиридә сиясий мәвқә тәкитләнмигән. Әмма, қазақистан билән хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астида уйғур мустәқилчилиригә зәрбә бериш мәқситидә террорчилиққа қарши туруш нами астида бирләшмә һәрбий маневир өткүзгәнлики һәмдә бу мәсилә бойичә һәмкарлиқ келишимлири түзгәнлики сир әмәс.