Тайланд мусапирлар идарисиниң хадими: “биз рашидни чөплүктин тутувалдуқ”

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2017.07.27
Rashid-hahsim-tayland-turme.jpg Рашид һаһсимниң нәқ мәйданда тутулған вақти. 2015-Йили 13-өктәбир, тайланд.
RFA/Qutluq

Тайланд ноңкһай сот мәһкимиси тәрипидин 2015-йили мусапирлар идарисиниң тутуп туруш лагеридин қачқан дегән җинайәт билән әйиблинип, бир йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған 10 нәпәр уйғур гәрчә җаза муддити тошқан болсиму, та һазирғичә мусапирлар идарисигә қайтурулуп берилмигән вә шундақла давамлиқ түрмидә тутуп турулмақта.

Биз бу һәқтә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн ноңкһай районлуқ мусапирлар идарисигә берип, мәзкур идариниң нам‏-шәрипини ашкарилашни халимиған бир нәпәр мәсул хадим билән сөһбәт елип бардуқ.

Зияритимизни қобул қилған баңкок мусапирлар идарисидики нам-шәрипини ашкарилашни халимиған мәсул хадим баңкок ноңкһай түрмисидә тутуп турулуватқан 10 нәпәр уйғур ичидики рашид һашим һәққидә тохтилип: “рашид һашим 2015-йили 9-айниң 20-күни тоққуз нәпәр уйғур билән бирликтә тайланд ноңкһай мусапирлар идарисиниң тутуп туруш лагеридин қечип кәтти. Ноңкһай мусапирлар идариси хадимлири, ғәйрий бир кишиниң қол телефони сетивалғанлиқи вә униң пойиз истансиси әтрапида йүргәнлики тоғрисидики учурни тапшуруп алғандин кейин, дәрһал йәрлик сақчилар билән бирликтә җиддий тутуш һәрикити елип берип, 10-айниң 13-күни ноңкһайдики шорум тойота ширкитиниң арқа тәрипигә тоғра келидиған пойиз истансиси йоли әтрапидики чөплүк йәни рашидни ухлаватқан йеридин тутувалдуқ. У лагердин қечип 23 күн болғанда толиму тәсликтә қолға чүшти. Биз тәкшүрүш җәрянида униң лагердин қачқан 9 нәпәр уйғурниң башлиқи икәнликини байқидуқ” деди.

У сөзидә йәнә, ноңкһай мусапирлар идарисиниң тутуп туруш лагеридин рашид һашим билән бирликтә қачқан тоққуз нәпәр уйғурниң бир күн ичидила қолға чүшкәнликини алаһидә әскәртип өтти.

Мәсул хадим бизниң: “булар немә үчүн тутуп туруш лагеридин қачиду?” дегән соалимизға җаваб берип: “мусапирлар идариси мәсуллири, улар өзлириниң хитайға қайтурулушидин әнсирәп қачқан болуши мумкин дәп пәрәз қилишти” деди.

Униң билдүрүшичә, 10 нәпәр уйғур тутулғандин кейин, баңкоктики хитай әлчиханиси хитай һөкүмитигә вакалитән мәхсус вәкил әвәтип мусапирлар идариси билән сөһбәт өткүзүп, уларни хитайға қайтуруп әкетишни тәләп қилған вә шундақла уларниң ичидики бир қисим уйғурларниң илгири хитайдики мәлум җайларни партлитиш үчүн бомба қойғанлиқи тоғрисида испат-дәлилләрниң барлиқини билдүргән.

Ноңкһайдики мусапирлар тутуп туруш лагеридин қачқан 10 нәпәр уйғурниң әһвали тоғрисида тохталған мәсул хадим: “10 нәпәр уйғур тутуп келингәндин кейин, улар әйни вақитта сот қилинип, сот мәһкимиси уларни лагердин қачқанлиқ җинайити билән әйибләп бир йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди” деди.

10 Нәпәр уйғурниң җаза муддити тошқан болсиму, “немишқа һазирға қәдәр улар мусапирлар идарисигә қайтурулуп берилмиди?” дегән соалимиз үстидә тохталған мәсул хадим: “әслидики сот мәһкимисиниң һөкүми бойичә, уларниң җаза муддити тошқандин кейин түрмидин қоюп берилип, мусапирлар идарисигә қайтуруп келиниши вә хәлқара мусапирлар қануни бойичә башқа дөләткә өткүзүп берилиши керәк иди. Бирақ, немә сәвәбтиндур, һазирғичә улар мусапирлар идарисигә қайтуруп берилмиди. Мәнму буниң сәвәбини ениқ билмәймән. Улар һазирму охшашла түрмидә тутуп турулуватиду. Бу толиму сирлиқ әһвал” деди.

Тайланд баңкоктики мусапирлар идарисиниң мәсули билән елип берилған сөһбитимизгә бирликтә қатнашқан баңкоктики мәлум бир ширкәттә хизмәт қиливатқан уйғурлардин абдул бекир түрмидә тутуп турулуватқан 10 нәпәр уйғур һәққидә тохталди.

Биз бир қанчә қетим тайланд баңкок сақчи идарисигә берип, түрмидә тутуп турулуватқан уйғурлар билән көрүшүш тәклипимизни сунған болсақму, бирақ даириләр та һазирғичә “юқиридин буйруқ кәлмиди” дегән баһанә билән тәклипимизни рәт қилип кәлмәктә.

Мәлум болушичә, 2015-йилидин буян тайланд түрмилиридә тутуп турулуватқан уйғурларниң сани 60 дин ошуқ болуп, улар һәр қайси җайлардики түрмиләргә қамалған.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.