Или телевизийә истансисиниң тәһрири, режиссор әркин турсунниң аз дегәндә 7 йиллиқ кесилгәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.10.18
erkin-tursun-ili-telewiziye-rezhissor.jpg Или телевизийә истансиниң тәһрири, режиссор әркин турсун әпәнди синға алмақта.
Oqurmenler Teminligen

Или областлиқ телевизийә истансисиниң тәһрири, уйғур районида кәң тонулған иҗтимаий вә мәдәнийәт паалийәтчиси әркин турсунниң бу йил 3-айда тутқун қилинғанлиқи вә қисқа вақит ичидә кесиветилгәнлики ашкариланди.

Бу йил дәл 50 яшқа киргән, тәшкилатчилиқ паалийити шинҗаң университетида башланған, җәмийәткә чиққандин кейинму һеч тиним тапмиған, җанлиқ телевизийә программилири, ишлигән кинолири вә тәшкиллигән мәшрәп һәм мусабиқә паалийәтлири билән һәр вақит көзгә көрүнүп кәлгән, тәшкилатчи вә режиссор әркин турсунниң бөлгүнчилик билән әйиблинип аз дегәндә 7 йиллиқ кесилгәнлики мәлум болди. Әркин турсунниң бир паалийити давамида ғулҗа наһийәсидики җелилйүзи сақчихана хадимлири тәрипидин тутқун қилинғанлиқи дәлилләнди.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бири өткән айда радийомизға учур йоллап, ғулҗидики тонулған иҗтимаий вә мәдәнийәт паалийәтчиси әркин турсунниң бу йил 3-айда тутқун қилинғанлиқи вә аридин узун өтмәй кесиветилгәнликини мәлум қилди. Бир айға йеқин давам қилған ениқлишимизниң дәсләпки басқучида, биз әркин турсунниң хизмәт орни болған или областлиқ телевизийә истансисиға телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған хадим әркин турсунниң нөвәттә хизмәт орнида йоқлуқини дәлиллиди. Биз униңдин әркин турсунниң нөвәттики әһвалини, йәни униң лагерда яки түрмидә икәнликини сориғинимизда, бу хадим бу һәқтә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини, бу һәқтә мәзкур идарә мәсуллириниң җаваб берәләйдиғанлиқини баян қилди.

Вәзийәттин хәвәрдар киши әркин турсунниң ғулҗа шәһиридики дөңмәһәллә сақчиханиси тәрипидин тутқун қилинғанлиқини баян қилған иди. Дөңмәһәллә сақчихана хадими, әркин турсун һәққидә сөз ечиштин җиддий бир әндишә ичидә өзини қачурди. Әмма радийомизға кәлгән йәнә инкаста, әркин турсунниң ғулҗа наһийәсидә бир мәдәнийәт паалийитигә йетәкчилик қиливатқан мәзгилдә, мәзкур наһийәдики мәлум бир сақчихана тәрипидин тутқун қилинғанлиқи баян қилинған. Шуңа биз ғулҗа наһийәсидики худиярйүзи сақчиханисиға телефон қилдуқ. Бу сақчиханидики хадимлар, дәсләптә бу һәқтә ениқ гәп қилиштин өзини қачурған болсиму, әмма сөзлиридә әркин турсунниң тутулғанлиқини рәт қилмиди.

Әркин турсунниң хизмәттики нәтиҗилири һәққидә хитай ахбарат васитилиридә илгири бесилған, бу йил тутқун қилинғандин кейин өчүрүветилгән бир парчә мақалида тонуштурулушичә, шинҗаң университетиниң тарих факултетини пүттүргән әркин турсун ғулҗа турпанйүзидә бир мәһәл оқутқучилиқ қилғандин кейин, 1990-йиллардин таки тутулғанға қәдәр или областлиқ телевизийә истансисиниң мухбири вә тәһрири болуп хизмәт қилған; у риясәтчилик қилған “ үмидлик көзләр” мавзулуқ яш-өсмүрләр программиси таки 2017-йилиға қәдәр давам қилған. У ишлигән 10 дин артуқ программа хитай мәмликәтлик вә уйғур аптоном районлуқ мукапатларға еришкәндин башқа, өзи бултур 7-айда или областидики 12 ахбарат хадиминиң бири болуп баһаланған. У или телевизийә истансисидики хизмәтлириниң сиртида йәнә сәнәт өмәк тәшкилләш, бокс мусабиқиси уюштуруш, өсмүр балиларни тарихий җайларни зиярәткә тәшкилләш қатарлиқ көп хил шәкилдики паалийәтләр билән шуғулланған. Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң баян қилишичә, у ишлигән “ дуня, меһир муһәббәт билән гүзәл” намлиқ программа, амма ичидә күчлүк алқишқа еришиш билән бирликтә, униңда үч уйғур өсмүрниң турмуш қийинчилиқи тилға елинғанлиқи үчүн, программа қоюлуштин чәкләнгән, өзиму хитай сақчилириниң нуқтилиқ тәкшүрүш обйектиға айланған.

Биз әркин турсун делосиниң тәпсилатини уқуш үчүн худиярйүзи сақчиханисиға қайта телефон қилдуқ. Сақчи хадими бу нөвәт әркин турсунниң ғулҗа наһийәсидики базарлиқ сақчихана тәрипидин йәни җелилйүзи сақчихана тәрипидин тутқун қилинғанлиқини дәлиллиди. Әмма бу хадим әркин турсунниң тутулуш сәвәби вә артилған җинайәт һәққидә мәлумат берәлмиди. Радийомизға кәлгән инкаста әркин турсунниң ғулҗа наһийәсидә тутулғандин кейин, униң ғулҗа шәһәрлик дөләт аманлиқ сақчилириға өткүзүп берилгәнлики тилға елинған иди.

Әркин турсун һәққидә радийомизға кәлгән учурларда йәнә, униң 9 вә 11 йиллиқ кесилгәнлики һәққидиму учурлар мәвҗут.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң радийомизға билдүрүшичә, әркин турсун елип барған паалийәтлириниң әһмийәтликлики сәвәбидин у хәлқ ичидә ғулҗидики нуртай һаҗи, аблимит халис һаҗи, ғопур һаҗи қатарлиқ кишиләр билән бирликтә “ ғулҗидики 4 сәрхил”, “ғулҗидики 4 гөһәр” дегәндәк намлар билән атилип кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.