Қаба наһийәсидә тутқун қилинған оқуғучилар йетәкчилиридин икки нәпириниң кимлики айдиңлашти
2019.01.07
Өткән айда алтайниң қаба вә бурчин наһийәлиридә бир түркүм қазақ оттура мәктәп оқуғучилириниң тамақлирида һалал-һарамни сүрүштә қилип наразилиқ билдүргәнлики үчүн тутқун қилинғанлиқи, тутулғанлар арисида бурчин наһийәсиниң бир йезисиға тәвә оқуғучилардин 20 нәччиси барлиқи ашкариланған иди. Мухбиримизниң бу һәқтики илгириләп әһвал ениқлиши давамида наразилиқ билдүрүшкә йетәкчилик қилғанлардин бириниң җайлима йезисиға нопуслуқ оралқан исимлик оқуғучи икәнлики, йәнә бириниң болса сарбулақ йезисиға нопуслуқ қанат исимлик оқуғучи икәнлики айдиңлашти.
Алтайниң қаба вә бурчин наһийәлиридә бир түркүм қазақ оттура мәктәп оқуғучилириниң тутқун қилинғанлиқи һәққидики хәвиримиз елан қилинғандин кейин, әһвалдин хәвәрдар кишиләрдин бири өткән һәптә йәнә радийомизға инкас йоллап, тутқунлар үстидин бир қисим мәктәпләрдә ички җәһәттин уқтуруш тарқитилғанлиқини мәлум қилди. Инкаста дейилишичә, мәзкур уқтурушта бәзи мәктәпләрдики бир қисим оқуғучиларниң мәктәпниң тамақ вә ятақ түзүмигә хилаплиқ қилғанлиқи билдүрүлгән. Бәш нәпәр оқуғучиниң исми тилға елинип тәнқид қилинған вә башқа оқуғучилардин бу вәқәдин ибрәт елишқа дәвәт қилинған.
Радийомизға елхәт арқилиқ кәлгән бу инкаста бу 5 йетәкчи оқуғучиниң кимлики баян қилинмиған. Бу уқтурушниң һәрқайси сақчиханиларғиму тарқитилғанлиқи әскәртилгән. Биз бу бәш оқуғучиниң кимлики вә барлиқ тутқунларниң ақивити һәққидә мәлумат елиш үчүн алтайдики алақидар орунларға қайтидин телефон қилдуқ. Қаба базарлиқ сақчи хадиминиң баян қилишичә, үстидин уқтуруш елан қилинған вә тәнқидләнгән 5 оқуғучидин бири оралқан болуп, у қаба наһийәсиниң җайлима йезисиға нопуслуқ бир оқуғучи икән.
Әмма бу хадим оралқанниң немә үчүн тутулғанлиқи, вәқәдә қандақ рол алғанлиқи вә нөвәттә қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқи һәққидики соаллиримизға җаваб берәлмиди. Илгирики игиләшлиримиздин мәлум болушичә, йеқинқи икки йил ичидә тутулғанлар сиртта хизмәт ишләватқан вә яки оқуватқан болсиму, сорақ мәзгилидә өзиниң әсли нопуси турушлуқ сақчиханиларниң башқурушидики қамақханиларда тутуп турулуватқанлиқи мәлум болған иди. Қаба базарлиқ сақчихана хадимиму оралқанниң наһийә базиридин 5 километирчә узақлиқтики җайлима йезисидики бир қамақханида болуш еһтималлиқини илгири сүрди.
Радийомизға кәлгән инкаста дейилишичә, ички уқтурушта тәнқидләнгән бу бәш нәпәр йетәкчи оқуғучи асаслиқи мәктәп рәһбәрликигә мәктәп ресторанидики тамақ тәркиби доскисини әслигә кәлтүрүш, оқуғучиларниң чошқа гөшини пәрқләндүрүшигә имкан яритип беришни тәләп қилип хәт язған. Бәзи оқуғучиларни мәктәп ресторанидин әмәс, ятақлирида тамақ йейишкә тәшкиллигән яки башламчилиқ қилған. Биз сарбулақ йезилиқ сақчихана хадимидин тәнқидләнгән 5 оқуғучидин сарбулаққа тәвә оқуғучиниң ким икәнликини сориғинимизда, бу хадим униң қанат исимлик оқуғучи икәнликини ашкарилиди. Әмма у қанатниң нөвәттә қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқи һәққидә мәлумат бәрмиди. Биз униңдин қанатниң яки аилисиниң телефон номурини сориғинимизда у қанатниң наһийә дәриҗилик дөләт бихәтәрлик тармақлириниң қамақханисида тутуп турулуватқанлиқ еһтималлиқини ишарәтлиди.
Биз бу хадимдин сарбулақ йезисидин чошқа гөши вәқәсигә четишлиқ қанаттин башқа йәнә кимләрниң барлиқини сориғинимизда у сарбулақ йезилиқ һөкүмәттики бир дөләт хизмәтчисиниңму барлиқини ашкарилиди. Әмма у бу хадимниң бу оқуғучилар делосиға қандақларчә четилип қалғанлиқи һәққидә мәлумат берәлмиди. У бу хадимниң исим-фамилиси һәққидиму мәлумат бәрмиди.
Алтайниң қаба вә бурчин наһийәлиридә бир түркүм қазақ оттура мәктәп оқуғучилириниң тутқун қилинғанлиқи һәққидики өткән айда иҗтимаий таратқуларда чиққан хәвәрләрдә оқуғучиларниң чошқа гөши йейишкә мәҗбурлинишқа қарита наразилиқ билдүрүп намайиш қилғанлиқи вә намайишқа қатнашқанлардин аз дегәндә 4 чә оқуғучиниң тутқун қилинғанлиқи баян қилинған иди. Һазирғичә ениқлашлиримиз давамида мәзкур тутқун қилинишниң чошқа гөши вәқәси билән алақиси барлиқи айдиңлашқан болсиму, әмма намайишниң болған яки болмиғанлиқи вә яки нәдә болғанлиқи техи дәлилләнмигән иди. Сақчи хадимлириму намайишниң йүз бәргәнликини кәскин бир шәкилдә инкарму қилмиған иди. Әнә шу вәқәниң йетәкчилиридин болған оқуғучи оралқан билән қанатниң қаба наһийәлик 1-оттура мәктәп вә 2-оттура мәктәп оқуғучилири икәнлики мәлум, әмма уларниң қанчинчи йиллиқниң оқуғучилири икәнлики техичә айдиң әмәс.