“курсант” абдуҗелил абдукерим: гунаһим инимниң түркийәдә оқуватқан оғлиға пул селиш

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.08.22
qizil-bayraq-qesem-berish.jpg Хитай һөкүмити хотәндә өткүзгән “террорлуқ” қа қарши қәсәмяд йиғинлириниң биридин көрүнүш.
Social Media

Ғулҗа наһийилик йепиқ тәрбийиләш мәркизидә тутуп туруп тәрбийилиниватқан 1500 чә “курсант” арисида, чәтәлдә оқуватқан оқуғучиларниң ата-анилириниңму барлиқи ашкариланди.

Ярдәмчи кадирлар сунуп бәргән телефон арқилиқ мухбиримиз билән сөзләшкән аталмиш курсант абдуҗелил абдукерим, инисиниң түркийәдә оқуватқан оғли мирзат абдурешитқа пул салғанлиқи үчүн тутулғанлиқини вә бу аталмиш гунаһи үчүн тәрбийә көрүватқанлиқини ашкарилиди. Мәзкур мәркәздики ярдәмчи кадир абдуҗелилниң иниси абдурешитниңму түркийәдә оқуватқан шу оғли сәвәблик нөвәттә түрмидә икәнликини баян қилди.

Биз, ғулҗа наһийилик йепиқ тәрбийиләш мәркизигә қарита елип барған телефон зияритимиз давамида, бу мәркәздә тутуп турулуватқанлар арисида мисир вә түркийәдин қайтқан оқуғучилар вә уларниң аилә-тавабиатлириниң бар-йоқлуқи һәққидиму мәлумат соридуқ.

Мәлум болушичә, “курсант” абдуҗелил абдукерим ғулҗа наһийисиниң қаш йезисидин. Униң иниси абдурешит абдукеримниң оғли мирзат абдурешит, икки йилниң алдида түркийәгә оқушқа кәлгән. У тил өгиниш курсиға қатнишиватқан мәзгилидә чоң дадиси абдуҗелил абдукерим униңға бирқанчә нөвәт банка арқилиқ пул әвәткән.

Баянлардин мәлум болушичә, абдурешит абдукерим оғлини түркийәгә оқушқа йолға салғанлиқи үчүн қамаққа елинған, абдуҗелил абдукерим пул әвәткәнлики үчүн тәрбийиләш мәркизигә әвәтилгән.

Бу пәқәт ғулҗа наһийисидики 5 йепиқ тәрбийәләш мәркизидин биридә, бир ярдәмчи кадир мәсул болған 15 киши ичидики бир нәпәрниң бу мәркәзгә келиш сәвәби.

Ғулҗа наһийәсидики йепиқ тәрбийиләш мәркәзлиридә тәрбийилиниватқан 1500 чә кишиниң ичидә йәнә қанчилиған абдуҗелил абдукеримларниң барлиқи; йәнә қанчилиған абдурешит абдукеримларниң түрмидә икәнлики һазирчә мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.