11 - Сентәбир вәқәсиниң 5 нәпәр пиланлиғучиси өз гунаһини үстигә алған

11 ‏- Сентәбир вәқәсини пиланлиған 5 киши кубаниң гүәнтанамо арилидики тутқунлар лагирида ечилған сотта өз гунаһини бойниға алидиғанлиқини билдүргән. Гүәнтанамодики сот дүшәнбә күни ечилған болуп, өз гунаһини бойниға алған 5 кишиниң бири, 11‏ - сентәбир вәқәсини пиланлашта ачқучлуқ рол ойниған халид шәйх муһәммәт икән.
Мухбиримиз әркин
2008.12.08

Дүшәнбә күнки сотта йәнә 11 ‏ - сентәбир вәқәсини пиланлиғучиларниң аилә тавабатиниң тунҗи қетим сотни сирттин аңлишиға рухсәт қилинған. Сотта халид шәйх муһәммәт сотчиға илтимас сунуп, қалған 4 кишигә вакалитән гунаһини бойниға алидиғанлиқини билдүргән.

Халид шәйх муһәммәт илгири 2973 кишиниң өлүшигә сәвәб болған 11 ‏ - сентәбир вәқәсидики пүтүн мәсулийәтни үстигә алидиғанлиқини, бу йолда " шеһид " болушни халайдиғанлиқини билдүргән иди.

Юқириқи 5 киши өз гунаһини иқрар қилған болсиму, лекин сот мәһкимиси бу кишиләрниң өз гунаһини башқиларниң бесими астида иқрар қилмай, өзи ихтиярлиқи билән иқрар қилғанлиқини җәзимләштүрүши керәк. Әгәр бу кишиләрниң җинайити муқимлашса өлүм җазасиға һөкүм қилиниши мумкин.

Америка дөләт мудапиә министирлиқидики мунасивәтлик әмәлдарлар халид шәйх муһәммәт қатарлиқларниң бу һәрикити сот тәртипини қалаймиқан қилишни мәқсәт қилған, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. Лекин йәнә бәзи көзәткүчиләр сотниң келәр йили 1 ‏ - айниң 2 ‏ - күни барак обама һоқуқни тапшурувелиштин бурун һөкүм чиқармайдиғанлиқини илгири сүрмәктә. Барак обама сайлам паалийити җәрянида гуантанамони тақайдиғанлиқини билдүргән иди.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.