Ақсу шәһиридики бир уйғур башланғуч мәктипидә йүз бәргән патипарақчилиқта нурғун оқуғучи яриланған

Дүшәнбә күни, ақсу шәһиридики бир уйғур башланғуч мәктипидә йүз бәргән патипарақчилиқта нурғун оқуғучи яриланған.
Мухбиримиз җүмә
2010.11.29

 Ақсу вилайәтлик һөкүмәт вәқәдә 41 нәпәр оқуғучи яриланғанлиқини көрсәткән болсиму, шинхуа агентлиқи дәсләптә яриланғучиларниң 100 гә йетидиғанлиқини хәвәр қилған иди.
Шинхуа ахбаратида көрситишичә, вәқә 29- ноябир шу җай вақти әтигән саәт 10 лар әтрапида, ақсу шәһиридики 5- башланғуч мәктәптә йүз бәргән.

Вәқәдин кейин ақсу вилайәтлик хәлқ һөкүмити ахбарат елан қилип, яриланғучиларниң 41 икәнлики, буларниң арисида 34 оқуғучиниң йеник дәриҗидә, 6 оқуғучи еғир дәриҗидә яриланғанлиқи, бир оқуғучиниң һаяти хәвп астида икәнликини билдүрди.

Хитай һөкүмәт ахбаратида берилгән вәқә һәққидики тәпсилатларға қариғанда, иккинчи саәтлик дәрстин кейин гимнастика ойнашқа чиққан бир қисим оқуғучилар пәләмпәйниң тутқучидин пәскә қарап сийрилип чүшкән, нәтиҗидә тутқуч қайрилип кетип бир оқуғучи йәргә йеқилип кәткән.

Һадисидин чөчүгән оқуғучилар патипарақ болушуп тәрәп-тәрәптин қечишқа башлиған.

Шинхуа агентлиқида дәсләптә пәштақ тутқучидин сийрилип чүшкән оқуғучиниң он икәнликини хәвәр қилинған болсиму, қалған оқуғучиларниң қандақ яриланғанлиқи тәпсилий көрситилмигән.
Яриланған оқуғучилар ақсу вилайәтлик биринчи дохтурханида ятаққа елинған.

Ақсу һөкүмәт даирилири вәқәни бир патипарақчилиқтин кәп чиққан ярилиниш һадисиси дәп көрсәткән болсиму, вәқә тәпсилатниң сиртқа чиқип кетишини җиддий қамал қилғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Хәвәрләргә қариғанда, ақсу һөкүмәт даирилири балиси яриланған һәр бир аилигә иккидин кадир әвәтип, идийиви хизмәт ишләшкә башлиған вә мәктәп әтрапини сақчи әвәтип муһасиригә алған.
Радиомизму бу һәқтә учур игиләшкә көп тиришқан болсақму даириләр вәқәниң тәпсилатини йошурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.