Америка қошунлири билән талибанлар арисидики тоқунушта 50 талибан җәңчиси өлди
Мухбиримиз үмидвар
2009.09.13
2009.09.13
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу җәң фарах өлкисиниң бала балук дегән йеридә йүз бәргән болуп, афғанистан тәрәп баянатчиси абдул ғориниң ейтишичә, җәң мәзкур үч америка әскири өлтүрүлгәндин кейин йүз бәргән.
Абдул ғориниң билдүрүшичә, җәңдә 50 нәччә талибан җәңчиси өлтүрүлгән болуп, бирләшмә армийә талибанларға һавадин һуҗум қилған. Бирақ, талибанларниң зади қанчилик адими өлгәнлики һәққидә толуқлима мәлуматлар болмиған, шу арида шәнбә күни йәнә икки нәпәр америка әскири афғанистанниң шәрқидики бир қетимлиқ партлашта һаятидин айрилди.
Афғанистанниң президент сайлиминиң алди - кәйнидә талибанларниң һуҗумлири көпийип қалған болуп, нато му афғанистандики өз қошунлириниң санини ашурған иди.