Дуня уйғур алий кеңиши бүгүн ахирлашти
2011.05.06
2-Майдики ечилиш мурасими америка дөләт мәҗлис бинасида өткүзүлгән алий кеңәшниң музакирә йиғини вашингтондин 40 нәччә километир ғәрбтики вирҗинийә штатиниң лизбург базирида елип берилған иди.
Ечилиш мурасимидин кейин дунядики 20 ға йеқин дөләттин кәлгән бирәр йүзгә йеқин лизбург базиридики бир меһманханида уйғурларниң нөвәттики вәзийити вә буниңдин кейин қандақ қилиш керәклики тоғрисида гуруппилар бойичә музакирә елип барған.
Бу қетимқи йиғинда илгири болуп бақмиған йеңилиқниң бири, әркин асия радиосиниң тор телевизийиси арқилиқ дуняға йиғинниң әмили әһвали һәққидә нәқ мәйдандин хәвәр берип туруши болди.
Йиғин ахирлашқан шу күни чүштин бурун һәр қайси гуруппилар давамлиқ уйғур мусапирлириға қандақ ярдәм бериш, диний мәсилиләр, учур вә уйғур һәрикитиниң иқтисади мәнбәни қандақ қезиш тоғрисидики тәклип пикирләр музакирә қилған.
Кеңәшниң йепилиш мурасими бүгүн кәч саәтләрдә йиғин өткүзүлгән меһманханида өткүзүлүп , йиғинниң рәсмий йепилғанлиқи елан қилиниду.
Йиғин ахбаратиниң елан қилинип, уйғурларниң келәчикигә мунасивәтлик ачқучлуқ мәсилиләрдә қандақ қарар чиқирилғанлиқиға көзәткүчиләр йеқиндин диққәт қиливатқан мәсилә иди.
Йиғинниң шу күни елан қилған қарарида уйғур һәрикитиниң буниңдин кейинки йонулуши мустәқиллиқни нишан қилған “өз тәқдирини өзи бәлгиләш” тин ибарәт болидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Әтә йәни7-май күни һәр қайси әлләрдин кәлгән вәкилләр вашингтондики сиясий вә тарихий әһмийәткә игә орунларни зиярәт қилиш паалийитигә орунлаштурулуши мумкин.