Америка әлчиханиси хитайни язғучи зәй йүнфейгә әркинлик беришкә чақирди
2011.08.11
43 яшлиқ сичүәнлик язғучи зәй йүнфей бу йил 2-ай мәзгилидә хитайдики “ясимән гүли һәрикити” ни тәшкиллигүчи дегән гуман билән сичүәндә қолға елинип, “дөләт бихәтәрликигә дәхли йәткүзгән” дегән җинайәт билән әйибләнгән иди.
Зәййүнфей қолға елинип 6 айдин кейин йәни бу һәптиниң бешида “җинайи пакитлар толуқ әмәс” дегән һөкүм билән өйигә қайтурулған болсиму, әмма униң кейинки 6 ай ичидә туралғусидин айрилишқа рухсәт қилинмайдиғанлиқи һәм сақчиларниң назаритидә болидиғанлиқи уқтурулған.
Зәй йүнфей хитайда тонулған өктичи язғучиларниң бири болуп, униң “хитай маарипи йүзлиниватқан хәтәр вә униңға тәнқид” қатарлиқ әсәрлири хитайда зор тәсир қозғиған. У,2008-йили хитайдики “бәйду” торида хитайдики 100 мәшһур зиялийниң бири болуп баһаланған.
Зәй йүнфей йәнә 2010-йили нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән лю шиавбо қатарлиқлар билән бирликтә, хитайда қанун өзгәртишини тәшәббус қилғучиларниң бири.