Америка уйғурлири җәмийити иптар паалийити өткүзди

26-Авғуст күни уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, америка уйғурлири җәмийити, уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийити бирликтә фәйирфакис шәһиридики түрк-америка җәмийитиниң залида иптарлиқ паалийити өткүзди.
Мухбиримиз үмидвар
2011.08.28

Америка пайтәхти вашингтон әтрапида яшаватқан 100 гә йеқин уйғур қатнашқан мәзкур иптар паалийитидә алди билән еғиз ечилип, шам намаз оқуп болуң андин кейин, рабийә қадир ханим сөз қилип, көпчиликниң рамзан ейини тәбриклиди һәмдә көпчиликниң хушал-хурам рамзан өткүзүшигә болған тиләкдашлиқлирини билдүрүш билән биргә көпчиликни иттипақлиқ, өмлүк вә қериндашлиқни техиму күчәйтишкә чақирди.

Юқири исми аталған тәшкилатлар һәр йили иптар паалийити өткүзүп кәлмәктә, мәлум болушичә, америка уйғурлири җәмийити йәнә бу йил барлиқ уйғурлар үчүн роза һейтлиқ паалийити өткүзүшниму пиланлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.