Америка президенти барак обама җәнубий корийини зиярәт қилди

Америка президенти барак обама сеулға йетип келип, йәкшәнбә күни җәнубий корийә президенти ле мйңбак билән көрүшүп, икки дөләт һәмкарлиқлири вә корийә йерим арили мәсилисини муһакимә қилди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.03.25

Бирләшмә агентлиқиниң йезишичә, обама бу җәрянда хитайниң шималий корийә мәсилисидики мәйданини вә сияситини тәнқид қилди.

Президент обама шу күни җәнубий корийә билән шималий корийиниң чегра пасили һесаблинидиған 38 - параллелниң җәнубий корийә тәрипидики һәрбийсиз нуқтисини зиярәт қилған һәмдә җәнубий корийидә турушлуқ америка һәрбий хадимлири билән көрүшкән.

Мәлум болушичә, обама дүшәнбә күни сеулда ечилидиған хәлқаралиқ ядро бихәтәрлики йиғиниға қатнишиду, бу йиғинда 50 тин артуқ дөләтниң алий рәһбәрлири җәм болиду. Йиғин җәрянида обама русийә вә хитай алий рәһбәрлири билән көрүшүп, шималий корийә кризиси, җүмлидин шималий корийиниң ядро мәсилисини муһакимә қилидикән. Бу сөһбәтләрдә йәнә иранниң ядро мәслисиму оттуриға қоюлиши мумкин. Узундин буян давамлишиватқан 6 тәрәп сөһбити һеч нәтиҗә бәрмигән болуп, ким чоңил өлгәндин кейин, униң орнини игилигән ким чоңюнниң ядро мәсилисидә йәнила қаттиқ позитсийидә болуватқанлиқи инкас қилинмақта. Җәнубий корийә, японийә қатарлиқ қошна дөләтләр буниңдин әндишә қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.