Хитай бүгүн америкини ички ишлиримизға арилашти дәп әйиблиди
Мухбиримиз вәли
2011.09.28
2011.09.28
Өткән пәйшәнбә күни, икки нәпәр тибәт раһипи өзигә от қоювелиш арқилиқ, хитайниң тибәтләргә йүргүзгән диний сияситигә наразилиқ билдүргәндин кейин, америка дөләт ишлири министирлиқи хитайға, тибәтләрниң диний етиқад муһитини яхшилашни вә диний етиқад һоқуқиға һөрмәт қилишни тәшәббус қилған иди.
Хитай бүгүнки баянатида, америка һәрбий даирилириниң тәйвәнгә қорал сетип бериши чоң қуруқлуқ билән тәйвәнниң һәрбий күч тәңлимисини бузғанлиқ болмайду дегән көз қаришниму рәт қилип, хитай һечқандақ бир дөләтниң тибәт мәсилисини баһанә қилип яки тәйвәнни қоралландуруп хитайдики милләтләр ититпақлиқини бузушиға һәргиз рухсәт қилмайду, җакарлиди.