Апәткә учриған тибәт хәлқи әмди қәһритан қишниң тәһдитигә учримақта
Мухбиримиз ирадә
2010.04.22
2010.04.22
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, апәткә учриған хәлқ мушундақ қаттиқ соғуқтиму непиз чедирларниң ичидә яшашқа мәҗбур болуватқан болуп, қар сәвәбидин қатнашлар тосулуп кәткәнликтин кишиләр озуқ - түлүккиму вақтида еришәлмигән.
Радиомиз тибәт бөлүминиң хәвәр қилишичә, апәткә учриған тибәт хәлқи җениниң дәрди билән қалғанда хитай даирилири муқимлиқини тәкитләп чегра сиртидики дүшмән күчләрниң тәсирини тазилашни тәләп қилған.
Хитай һөкүмитиниң қутқузуш әслиһәлирини вақтида апәт райониға йәткүзәлмәслики шундақла хәлқаралиқ тәшкилатлар вә чәтәлләрниң апәт райониға ярдәм қилиш тәлипигә җаваб бәрмәй турувелиши хәлқара җәмийәтниң қаттиқ тәнқидкә учриған. Әмма хитай ахбарат вастилири "хәлқара җәмийәт һөкүмитимизниң апәттин қутқузуш хизмәтлиригә йүксәк баһа бәрди" дәп хәвәр қилди.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, хитай хәлқ ишлири министирлиқиниң баянатчиси пең ченмиң пәйшәнбә күнидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида апәт болған дәсләпки күнләрдә қутқузуш әслиһәлири билән тәминләш, тарқитиш, тәқсимләш хизмәтлиридә қалаймиқанчилиқ болғанлиқини етирап қилған вә "апәткә учриған хәлқниң һаятини сақлап қелиши үчүн керәк болған әң төвән шәртләрни яритип бериштә зор қийинчилиққа дуч кәлдуқ" дегән.
Тибәтләр кигиду дәп атайдиған йүшу районида 14 - апрел күни мәйданға кәлгән йәр тәврәштә һазирғичә 2183 киши һаятидин айрилди, 84 кишиниң ақивитидин хәвәр йоқ.