Америкида айдики су мәнбәлирини ениқлаш тәтқиқати давамлишиватиду

Америка аләм идарисиниң айдики су мәнбәлирини ениқлаш үчүн лайиһилигән тәкшүрүш әсваби, айниң җәнубий қутубиға урулғанда чачрап чиққан парчиларни тәтқиқат қилиш иши һазир америкида җиддий давамлишиватиду.
Мухбиримиз вәли
2009.10.10

Америка авазниң баян қилишичә, америка аләм идарисиниң тәтқиқатчилири 'ай бир чәксиз җәзирә' дегән күз қарашқа хатимә берилиштин үмид бар, дәп қаримақта.

Америкиниң һәр қайси җайлиридики телископлардин көзәткән әһваллар вә сүни һәмраһлар йоллиған образлиқ учурлардин қариғанда, айда инсанийәткә керәклик су вә башқа маддиларниң байқилишидин үмид бар. Әмма бу қетимқи тәкшүрүш арқилиқ игә болған учурларни топлаш, тәтқиқ қилиш, йәкүн чиқириш үчүн йәнә бир нәччә ай вақит кетиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.