Б д т баш катипи бан кимун норуз байримини тәбриклиди

Бирләшкән дөләтләр баш катипи банкимон 20-март күни дуняниң һәрқайси җайлирида норуз байримини өткүзүватқан 300 милйон хәлқниң байримини тәбриклиди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.03.20

Банкимон өз сөзидә, норуз байриминиң әһмийити һәққидә тохтилип, “норуз байрими-уруқ-туғқан, яру, дост, бурадәрләр өз-ара җәм болидиған байрам.

Норуз байрими тинчлиқни, иттипақлиқини, өмлүкни тәшәббус қилидиған байрам болғанлиқи үчүн наһайити зор әһмийәткә игә. Һазир дуня турақсиз һаләттә туруватиду.

Норуз байрими өткүзидиған районларму буниңдин мустәсна әмәс. Шуңа норуз байрими мәдәнийәт, пән, маарип тәшкилати тәрипидин “инсанийәтниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири” тизимликигә киргүзүлди. Һәр йили 3-айниң 21-күни хәлқаралиқ норуз байрими күни қилип бекитилди” деди.

Уйғур елидики уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек қатарлиқ түркий милләтләр һәм таҗиклар норуз байримини өткүзидиған болуп, уйғурлар арисидики норуз байрими өзиниң мол мәзмунлуқ паалийәтлири һәм өзигә хас алаһидиликлири билән миң йиллардин буян давамлишип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.