Берма 452 нәпәр мәһбусқа кәчүрүм елан қилди

Америка президенти барак обаманиң бермиға қилидиған рәсмий зиярити башлиништин алдида, берма һөкүмити 452 нәпәр мәһкумға кәчүрүм елан қилди. Берминиң рәсмий ахбарат органлири қоюп берилидиған мәһбуслар арисида сиясий мәһбуслар вә бәзи чәтәл пуқралириниң барлиқини билдүргән.
Мухбиримиз ирадә
2012.11.15

Әмма бирләшмә агентлиқиниң ейтишичә, түрмидин азад қилинидиғанлар ичидә сиясий мәһбусларниң бар-йоқлуқи һазирчә ениқ әмәс болуп, бир қисим кишилик һоқуқ органлири бүгүн берма һөкүмитигә сиясий мәһбусларни қоюп бериш һәққидики чақириқини тәкрарлиған. Уларниң қаришичә, берма түрмилиридә 300 дин артуқ сиясий мәһбус бар икән.

Берминиң диктатор һакимийити 2010-йилиниң ахиридин башлап, ислаһаттин шәпә беришкә башлап, алди билән даңлиқ өктичи аң саң сучи ханимни кейин 2012-йилиниң январ вә сентәбир ейида 50 тин артуқ сиясий мәһбусни түрмидин азад қилған иди.

Берминиң бу қәдәмлири әлвәттә америкиниң қарши елишиға еришкән иди. Америка президенти барак обаманиң 19-чесла бермида елип баридиған рәсмий зияритиму бермини техиму көп сиясий ислаһатқа риғбәтләндүрүшни мәқсәт қилиду. Обаманиң бермиға қилидиған зиярити әмәлийләшкән тәқдирдә у бермини зиярәт қилған тунҗи америка президенти болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.