Бешкәктики һөкүмәткә қарши намайиш бесиқтурулди

Қирғизистан сақчилири 3-өктәбир бешкәктики һөкүмәткә қарши намайишни бесиқтурди.
Мухбиримиз җүмә
2012.10.03

3-Өктәбир чаршәнбә күни қирғизистандики бир қисим яшлар “ата юрт партийиси” ниң йетәклиши билән намайиш қилип, һөкүмәт даирилиридин қирғизистанға җайлашқан канада ширкити игидарчилиқидики қумтор алтун канини дөләт игиликигә өткүзүвелишни тәләп қилған.

Шу күни миңдин артуқ намайишчи бешкәк шәһиридики парламент бинаси вә президент сарийиға һуҗум қилған вә һөкүмәт бинасиға бесип киришкә урунған иди.

Бир қисим намайишчилар бихәтәрлик чәмбирикини бузуп һөкүмәт бинасиға йеқинлашқан болсиму, сақчилар яш ақтуруш бомбиси қатарлиқларни ишлитип намайишчиларни бинадин йирақлаштурди. Нөвәттә намайиш пүтүнләй бесиқтурулған болуп, шәһәр ичи тинчланди.

Қумтор алтун кени қирғизистан билән қәшқәр чегрилинидиған тағ арисиға җайлашқан болуп, оттура асиядики әң чоң алтун кени икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.